Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 11

Юһанна 11:6-40

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди.
7Андин кейин у мухлислириға: — Йәһудийәгә қайта барайли! — деди.
8Мухлислири униңға: — Устаз, йеқиндила у йәрдики Йәһудийлар сени чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсән? — дейишти.  
9Әйса мундақ деди: — Күндүздә он икки саат бар әмәсму? Күндүзи йол маңған киши путлашмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду.
10Лекин кечиси йол маңған киши путлишар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур.
11Бу сөзләрни ейтқандин кейин, у: — Достимиз Лазарус ухлап қалди; мән уни уйқисидин ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.
12Шуңа мухлислар униңға: — И Рәб, ухлиған болса, яхши болуп қалиду, — деди.
13Һалбуки, Әйса Лазарусниң өлүми тоғрилиқ ейтқан еди, лекин улар у дәм елиштики уйқини дәватиду, дәп ойлашти.
14Шуңа Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазарус өлди, — деди.
15— Бирақ силәрни дәп, силәрниң етиқат қилишиңлар үчүн, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән. Әнди униң йениға барайли, — деди.
16«Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа мухлисдашлириға: — Бизму униң билән биллә барайли һәм униң билән биллә өләйли, — деди.
17Әйса мухлислири билән Бәйт-Анияға барғанда, Лазарусниң йәрликкә қоюлғиниға аллиқачан төрт күн болғанлиғи униңға мәлум болди.
18Бәйт-Ания Йерусалимға йеқин болуп, униңдин алтә чақиримчә жирақлиқта еди,
19шуниң билән нурғун Йәһудийлар Марта билән Мәрйәмгә иниси тоғрисида тәсәлли бәргили уларниң йениға кәлгән еди.
20Марта әнди Әйсаниң келиватқинини аңлапла, униң алдиға чиқти. Лекин Мәрйәм болса өйидә олтирип қалди.
21Марта әнди Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти.
22Һелиһәм Худадин немини тилисәң, Униң саңа шуни беридиғанлиғини билимән, — деди.
23— Иниң қайта тирилиду, — деди Әйса.
24Марта: — Ахирқи күнидә, йәнә тирилиш күнидә униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.
25Әйса униңға: — Тирилиш вә һаятлиқ мән өзүмдурмән; маңа етиқат қилғучи киши өлсиму, һаят болиду;
26вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән?
27У униңға: — Ишинимән, и Рәб; сениң дунияға келиши муқәррәр болған Мәсиһ, Худаниң Оғли екәнлигиңгә ишинимән.
28Буни дәп болуп, у берип сиңлиси Мәрйәмни астиғина чақирип: — Устаз кәлди, сени чақириватиду, — деди.
29Мәрйәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, униң алдиға барди
30(шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди).
31Әнди Мәрйәмгә тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
32Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди.
33Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә:
34— Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — И Рәб, келип көргин, — дейишти улар.
35Әйса көз йеши қилди.   
36Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти.
37Вә улардин бәзилири: — Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти.
38Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди.
39Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгүчиниң һәдиси Марта: — И Рәб, йәрликкә қойғили төрт күн болди, һазир у пурап кәткәнду, — деди.
40Әйса униңға: — Мән саңа: «Етиқат қилсаң, Худаниң шан-шәривини көрисән» дегән едимғу! — деди.

Read Юһанна 11Юһанна 11
Compare Юһанна 11:6-40Юһанна 11:6-40