1Бу ишлардин кейин, Йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди вә Әйса Йерусалимға чиқти.
2Йерусалимдики «Қой дәрвазиси»ниң йенида ибраний тилида «Бәйт-Әсда» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди.
3Бу пешайванлар астида бир топ бимарлар, йәни қариғу, токур вә паләчләр йетишатти. Улар у йәрдә йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.
4Чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән.
5Әнди у йәрдә оттуз сәккиз жилдин бери ағриқ азави тартқан бир бимар бар еди.
6Әйса бу адәмниң шу йәрдә ятқинини көрди вә униң узундин шу һаләттә екәнлигини билип, униңдин: — Сақийишни халамсән? — дәп сориди.
7Бимар униңға җавапән: — Тәхсир, су чайқалғанда мени суға чүшүридиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду, — деди.
8Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин! — деди.
9Һелиқи адәм шуан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп көтирип маңди. Шу күни шабат күни еди.
10Шуңа бәзи Йәһудийлар сақайған кишигә: — Бүгүн шабат күни турса, орун-көрпәңни көтириш Тәвратта саңа мәнъий қилинған! — деди.
11Лекин у уларға җавапән: — Мени сақайтқан киши өзи маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән еди! — деди.
12Улар униңдин: — Әнди саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән киши ким екән? — дәп сорашти.
13Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәйтти. Чүнки у йәрдә адәм көп болғанлиқтин, Әйса өзини далдиға елип, астиғина кетип қалди.
14Бу ишлардин кейин Әйса һелиқи адәмни ибадәтханида тепип униңға: — Мана, сақайдиң. Әнди қайта гуна садир қилма, бешиңға техиму еғир күлпәт чүшүп қалмисун! — деди.
15Һелиқи адәм Йәһудийларниң қешиға берип, өзини сақайтқан Әйса екәнлигини уқтурди.
16Әйса бу ишларни шабат күни қилғанлиғи үчүн, Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди.
17Лекин Әйса уларға: — Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән! — деди.
18Шу сәвәптин Йәһудийлар уни өлтүрүшкә техиму урунатти; чүнки у шабат күниниң қаидисини бузупла қалмастин, йәнә Худани «Атам» дәп чақирип, өзини Худаға баравәр қилған еди.
19Шуңа Әйса уларға җавапән мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Оғул өзлүгидин һеч немә қилалмайду, бәлки пәқәт Атиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилиду. Ата немә иш қилса, Оғулму шу ишни охшашла қилиду.
20Чүнки Ата Оғулни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини униңға аян қилиду һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду.
21Чүнки өлгәнләрни Ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду.
22Шуниңдәк, Ата Өзи һеч кимниң үстидин һөкүм чиқармайду, бәлки барлиқ һөкүм ишлирини Оғулға тапшурған.
23Буниңдин мәхсәт, — инсанларниң һәммиси Атиға һөрмәт қилғандәк, Оғулғиму охшашла һөрмәт қилиши үчүндур. Кимки Оғулни һөрмәтлимисә, уни әвәткүчи Атиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.
24— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.
25— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду.
26Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди
27вә йәнә униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у Инсаноғлидур.
28Буниңға тәәҗҗүп қилмаңлар; чүнки барлиқ гөрдә ятқанлар униң авазини аңлайдиған вақит келиду
29вә улар шуан йәрликлиридин чиқишиду, яхшилиқ қилғанлар һаятқа тирилиду, яманлиқ қилғанлар сораққа тартилишқа тирилиду.
30Мән өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамдин аңлиғиним бойичә һөкүм қилимән; вә мениң һөкүмүм һәққанийдур, чүнки мениң издигиним өзүмниң ирадиси әмәс, бәлки мени әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.
31— Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду.
32Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән.
33Силәр Йәһяға әлчи әвәткиниңларда, у һәқиқәткә гувалиқ бәргән
34(әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ; мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүндур).
35Йәһя болса көйүп нур чечип турған бир чирақ еди вә силәр униң йоруғида бир мәзгил шатлинишқа рази болдуңлар.
36Лекин Йәһяниң мән үчүн бәргән гувалиғидинму улуқ бир гувалиқ бар. У болсиму, ата маңа ада қилишқа тапшурған әмәлләр, йәни мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду.
37Вә мени әвәткән Ата Өзиму мән үчүн гувалиқ бәргәндур. Силәр һеч қачан униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар
38вә униң сөз-калами силәрниң ичиңлардин орун алмиди; чүнки Униң әвәткини болса, униңға ишәнмәйсиләр.
39Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур.
40Шундақтиму силәр йәнила һаятлиққа еришиш үчүн мениң йенимға келишни халимайсиләр.
41Мән инсанларниң махтишини қобул қилмаймән;
42лекин мән силәрни билимәнки, ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ.
43Мән Атамниң нами билән кәлгәнмән, амма силәр мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр.
44Силәр бир-бириңлардин иззәт-шөһрәт қобул қилисиләр-ю, йеганә Худадин кәлгән иззәт-шөһрәткә интилмисәңләр, ундақта силәр қандақму етиқат қилалайсиләр?!
45Бирақ мени үстимиздин Атиға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилғучи мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур.
46Чүнки әгәр силәр растин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, маңиму ишәнгән болаттиңлар. Чүнки у муқәддәс язмиларда мән тоғрилиқ пүткәндур.
47Лекин униң пүткәнлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?!