Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 18

Луқа 18:14-42

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Мән силәргә шуни ейтайки, бу иккиләндин Пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту. Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилинар, лекин кимки өзини төвән тутса үстүн көтириләр.  
15Әнди қолини тәккүзсун дәп, кишиләр кичик балилириниму униң алдиға елип келәтти. Лекин буни көргән мухлислар уларни әйиплиди.
16Амма Әйса балиларни йениға чақирип: Кичик балиларни алдимға кәлгили қоюңлар, уларни тосушмаңлар. Чүнки Худаниң падишаһлиғи дәл мушундақлардин тәркиб тапқандур.
17Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки: Кимки Худаниң падишаһлиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
18Мәлум бир һөкүмдар Әйсадин: И яхши устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк, — дәп сориди.  
19Лекин Әйса: Мени немә үчүн яхши дәйсән? Яхши болғучи пәқәт бирла, йәни Худадур.
20Әмирләрни билисән: — «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, атаңни вә анаңни һөрмәт қил» — деди.
21— Буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди у.
22Әйса буни аңлап униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Пүткүл мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға үләштүрүп бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип маңа әгәшкин! — деди.
23Амма у бу гәпни аңлап толиму қайғуға чөмүп кәтти; чүнки у наһайити бай еди.
24Толиму қайғуға чөмүп кәткәнлигини көргән Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишаһлиғиға кириши немидегән тәс-һә!
25Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишаһлиғиға киришидин асандур! — деди.
26Буни аңлиғанлар: — Ундақ болса, ким ниҗатқа еришәлисун? — дейишти.
27Амма у җавапән: — Инсанларға мүмкин болмиған ишлар Худаға мүмкиндур — деди.
28Әнди Петрус: — Мана, биз бар-йоқимизни ташлап саңа әгәштуқ!? — деди.
29У уларға: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, Худаниң падишаһлиғи үчүн өй-вақ я ата-аниси я қериндашлири я аяли я балилиридин ваз кәчкәнләрниң һәр бири
30бу заманда буларға көп һәссиләп муйәссәр болиду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. — деди.
31Андин у он иккәйләнни өз йениға елип уларға мундақ деди: — Мана, биз һазир Йерусалимға чиқиватимиз вә пәйғәмбәрләрниң Инсаноғли тоғрисида пүткәнлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду.
32Чүнки у ят әлләрниң қолиға тапшурулиду вә улар уни мәсқирә қилип, харлайду, униң үстигә түкүриду;   
33улар уни қамчилиғандин кейин өлтүрүветиду; вә у үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
34Бирақ улар бу сөзләрдин һеч немини чүшәнмиди. Бу сөзниң мәниси улардин йошурулған болуп, униң немә ейтқинини биләлмәй қалди.
35Вә шундақ иш болдики, у Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда, бир кор киши йолниң бойида олтирип тиләмчилик қиливататти.   
36У көпчиликниң өтүп кетиватқанлиғини аңлап: — Немә иш болғанду? — дәп сориди.
37Хәқ униңға: — Насарәтлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп хәвәр бәрди.
38— И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп вақирап кәтти у.
39Вә Әйсаниң алдида меңиватқанлар уни: — Шүк олтар! дәп әйипләшти. Бирақ у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
40Әйса қедимини тохтитип, уни алдиға башлап келишни буйруди. Қариғу униңға йеқин кәлгәндә у униңдин:
41— Сән мени немә қилип бәр, дәйсән? — дәп сориди. — И Рәббим, қайта көридиған болсамиди! — деди у.
42Әйса униңға: — Көридиған болғин! Етиқатиң сени сақайтти, — деди.

Read Луқа 18Луқа 18
Compare Луқа 18:14-42Луқа 18:14-42