Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа

Луқа 24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әнди һәптиниң биринчи күнидә таң юрай дәп қалғанда, аяллар өзлири тәйярлиған әтирләрни елип, қәбиргә кәлди.  
2Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди;
3вә қәбиргә кирип қаривиди, Рәб Әйсаниң җәсити йоқ туратти.
4Вә шундақ болдики, улар буниңдин патипарақ болуп турғанда, мана, нур чақнап туридиған кийимләрни кийгән икки зат уларниң йенида туюқсиз пәйда болди.
5Аяллар қаттиқ вәһимгә чүшүп, йүзлирини йәргә йеқишти. Икки зат уларға: — Немә үчүн тирик болғучини өлгәнләрниң арисидин издәйсиләр?
6У бу йәрдә әмәс, бәлки у тирилди! У техи Галилийәдә турған вақтида, униң силәргә немини ейтқинини, йәни: «Инсаноғлиниң гунакар адәмләрниң қолиға тапшурулуп, крестлинип, үчинчи күни қайта тирилиши муқәррәрдур» дегәнлирини әсләп беқиңлар! — деди.
8Вә улар униң дәл шундақ дегинини есигә елишти;
9вә қәбирдин қайтип, бу ишларниң һәммисини он бирәйләнгә, шундақла қалған мухлисларниң һәммисигә йәткүзди.
10Расулларға бу ишларни йәткүзгүчиләр болса Магдаллиқ Мәрйәм, Йоанна вә Яқупниң аниси Мәрйәм һәмдә улар билән биллә болған башқа аяллар еди.
11Лекин аялларниң бу ейтқанлири уларға әпсанидәк билинди, улар уларниң сөзлиригә ишәнмиди.
12Бирақ Петрус орнидин туруп, қәбиргә жүгүрүп барди. У еңишип қәбир ичигә қаривиди, ялғуз канап кепәнликниң тилим-тилим парчилирини көрүп, йүз бәргән ишларға тәәҗҗүплинип өйгә қайтип кәтти.
13Вә мана, шу күндә улардин иккилән Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән кәнткә кетип баратти.   
14Улар йүз бәргән барлиқ ишлар тоғрисида сөзлишип кетивататти.
15Вә шундақ болдики, улар сөзлишип-мулаһизилишип кетиватқанда, мана Әйса өзи уларға йеқинлишип келип, улар билән биллә маңди;
16лекин уларниң көзлири уни тонуштин тутулди.
17У улардин: — Кетиветип немә ишлар тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр? — дәп сориди. Улар қайғулуқ қияпәттә тохтап,
18улардин Клийопас исимлиқ бири җавап берип: — Йерусалимда турупму, мошу күнләрдә шу йәрдә йүз бәргән вақиәләрдин бирдин-бир хәвәр тапмиған мусапир сән охшимамсән?! — деди.
19Вә у улардин: — Немә вақиәләр болди? — дәп сориди. «Насарәтлик Әйсаға мунасивәтлик вақиәләр!» — деди улар, — «У өзи Худаниң алдидиму, барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлдә вә сөздә қудрәтлик бир пәйғәмбәр болуп,

20баш каһинлар вә һөкүмдарлиримиз уни өлүм һөкүмигә тапшуруп, крестләтти.
21Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ. Лекин ишлар шундақ болди, һазир бу вақиәләр йүз бәргинигә үчинчи күн болди;   
22йәнә келип, аримиздики бир нәччә аял һәм бизни һаң-таң қалдурувәтти. Чүнки улар бүгүн таң сәһәрдә қәбиргә бериптикән,
23униң җәситини тапалмай қайтип келип: «Бизгә бир нәччә пәриштә ғайипанә көрүнүштә аян болуп, «У тирик!» деди» дәп ейтипту.
24Буниң билән аримиздин бир нәччәйлән қәбиргә берип, әһвалниң дәл аялларниң ейтқинидәк екәнлигини байқапту. Лекин уни уларму көрмәпту».
25Әйса уларға: — Әй наданлар, пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириниң һәммисигә ишинишкә қәлби галлар!
26Мәсиһниң өзигә хас шан-шәривигә кириштин бурун, мошу җапа-мушәққәтләрни бешидин өткүзүши муқәррәр әмәсмиди? — деди.
27Андин пүтүн Тәврат-Зәбурдин, Муса вә башқа барлиқ пәйғәмбәрләрниң язмилиридин башлап у өзи һәққидә алдин пүтүлгәнлирини уларға шәрһ берип чүшәндүрди.
28Улар баридиған кәнткә йеқинлашқанда, у жирақрақ бир йәргә баридиғандәк туратти.
29Лекин улар уни тутувелип: — Кәч кирип қалди, һелила күн олтириду. Биз билән биллә қонуп қалғин, — дәп өтүнди. Шуниң билән у улар билән қонғили өйгә кирди.
30Вә шундақ болдики, у улар билән дәстиханда олтарғанда, нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти, андин нанни уштуп уларға тутти.
31Уларниң көзлири шуан ечилип, уни тонуди; шуниң билән у уларниң алдидин ғайип болди.
32Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, бизгә муқәддәс язмиларға шәрһ бәргәндә, жүрәк-бағримиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.
33Вә улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди. Улар иккиси он бирәйлән билән уларниң һәмраһлириниң бир йәргә жиғилип турғининиң үстигила чүшти, улар: «Рәб растин тирилипту. У Симонға көрүнүпту!» дейишивататти.
35Шуниң билән улар иккиләнму йолда йүз бәргән ишларни вә у нанни уштуватқанда униң өзлиригә қандақ тонулғинини көпчиликкә сөзләп бәрди.
36Вә улар бу ишлар үстидә сөзлишиватқанда, Әйса өзи тосаттин уларниң оттурисида пәйда болуп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.  
37Улар бирәр роһни учраттуқму немә, дәп хиял қилип, алақзадә болушуп вәһимигә чүшти.
38У уларға: — Немигә шунчә алақзадә болуп кәттиңлар? Немишкә қәлбиңларда шәк-гуман чиқип туриду?

39Қоллиримға вә путлиримға қарап беқиңлар! Мениң өзүм екәнлигимни билиңлар! Мени тутуп көрүңлар, роһниң әт билән сүйиги йоқ, лекин мәндә барлиғини көрисиләр, — деди.
40Вә шундақ дегәч уларға пут-қолини көрсәтти.
41Улар хушлуқтин көзлиригә ишәнгүси кәлмәй һәйрануһәс турғинида у улардин: — Силәрниң бу йәрдә йегидәк нәрсәңлар барму? — дәп сориди.
42Улар бир парчә белиқ кавиви вә бир парчә һәсәл көнигини униңға сунувиди,
43у елип уларниң алдида йеди.
44Андин у уларға: — Мана бу мән силәр билән болған вақтимда силәргә ейтқан: «Муса хатирилигән Тәврат қануни, пәйғәмбәрләрниң язмилири вә Зәбурда мениң тоғрамда пүтүлгәнниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулмай қалмайду» дегән сөзлирим әмәсму? — деди.
45Шуниң билән у муқәддәс язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһинлирини ачти
46вә уларға мундақ деди: — Муқәддәс язмиларда шундақ алдин пүтүлгәнки вә шу иш Мәсиһниң өзигә тоғра кәлдики, у азап чекип, үчинчи күнидә өлгәнләр арисидин тирилиду,
47андин униң нами билән «Товва қилиңлар, гуналарниң кәчүрүмигә муйәссәр болуңлар» дегән хәвәр Йерусалимдин башлап барлиқ әлләргә җакалиниду.
48Силәр әнди бу ишларға гувачидурсиләр.
49Вә мана, мән Атамниң вәдә қилғинини вуҗудуңларға әвәтимән. Лекин силәр жуқуридин чүшидиған күч-қудрәт билән кийгүзүлгичә, шәһәрдә күтүп туруңлар».  
50Вә у уларни Бәйт-Ания йезисиғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларни бәрикәтлиди.
51Вә шундақ болдики, уларни бәрикәтлигәндә у улардин айрилип асманға көтирилди.
52Улар униңға сәҗдә қилишти вә зор хошал-хурамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип,
53һәрдайим ибадәтханида туруп Худаға шүкүр-сана оқушуп турди.