Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа

Луқа 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили, Понтиус Пилатус Йәһудийә өлкисиниң валийси, Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда,
2Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди.  
3У Иордан дәрияси вадисидики барлиқ районларни кезип, кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди.  
4Худди Тәвраттики Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири хатириләнгән қисимда пүтүлгәндәк: «Баяванда товлиғучи бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң йоллирини түз қилиңлар! — дегән авази аңланди.
5Барлиқ җилғилар толдурулиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәслитилиду; Әгир-тоқай җайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкши йоллар қилиниду.
6Шундақ қилип, барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду! — дәп товлайду».  
7Йәһя әнди алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа чиққан топ-топ халайиққа: — Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!  
8Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар! Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял әйлимәңлар; чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрсәндләрни яритип берәләйду.  
9Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қандақ дәрәқләр кесип отқа ташлиниду!» — деди.  
10Униң әтрапиға топлашқан кишиләр әнди униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.
11У җавапән: — Икки қур чапини бар киши бирини йоқ кишигә бәрсун, йәйдиғини бар кишиму шундақ қилсун, — деди.
12Бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили униң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
13У уларға: — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди.
14Андин бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу, қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. У уларға: — Башқиларниң пулини зораванлиқ билән еливалмаңлар, һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар вә иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.
15Әнди хәлиқ тәқәззалиқта болуп һәммәйлән көңлидә Йәһя тоғрилиқ «Мәсиһ мошу кишимиду?» дәп ойлашти.
16Йәһя һәммәйләнгә җавапән: — Мән силәрни дәрвәқә суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин қудрәтлик болған бириси келиду; мән һәтта кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
17Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
18Әнди шундақ көп башқа несиһәтләр билән Йәһя хуш хәвәрни хәлиққә йәткүзди.

19Кейин, һаким Һерод өгәй акисиниң аяли Һеродийәни тартивалғанлиғи түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән,   
20Һерод бу барлиқ рәзиллигиниң үстигә йәнә шуни қилдики, Йәһяни зинданға ташлиди.
21Шундақ болдики, һәммә хәлиқ Йәһядин чөмүлдүрүшни қобул қилғанда, Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асманлар йерилип,
22Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди. Шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.  
23Әйса өз хизмитини башлиғанда, оттузға кирип қалған еди. У (хәқниң нәзиридә) Йүсүпниң оғли еди; Йүсүп Хеләйниң оғли,   
24Хеләй Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли,
25Йүсүп Маттатияниң оғли, Маттатия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Наггайниң оғли,
26Наггай Маһатниң оғли, Маһат Маттатияниң оғли, Маттатия Семәйниң оғли, Семәй Йүсүпниң оғли, Йүсүп Юданиң оғли,
27Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зәруббабәлниң оғли, Зәруббабәл Салатийәлниң оғли, Салтийәл Нерийниң оғли,
28Нерий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Аддиниң оғли, Адди Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли,
29Ер Йосәниң оғли, Йосә Елиәзәрниң оғли, Әлиезәр Йоримниң оғли, Йорим Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли,
30Лавий Симеонниң оғли, Симеон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонанниң оғли, Йонан Әлиақимниң оғли,
31Әлиақим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Маттатаниң оғли, Маттата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли,
32Давут Йәссәниң оғли, Йәссә Обәдниң оғли, Обәд Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Амминадабниң оғли,
33Амминадаб Арамниң оғли, Арам Һезронниң оғли, Һезрон Пәрәзниң оғли, Пәрәз Йәһуданиң оғли,
34Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли,
35Наһор Серугниң оғли, Серуг Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Ебәрниң оғли, Ебәр Шелаһниң оғли,
36Шелаһ Қаинанниң оғли, Қаинан Арпахшадниң оғли, Арпахшад шәмниң оғли, Шәм Нуһниң оғли, Нуһ Ләмәхниң оғли,

37Ләмәх Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанохниң оғли, Һанох Ярәдниң оғли, Ярәд Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли,
38Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм-атиниң оғли, Адәм-ата болса, Худаниң оғли еди.