Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа

Луқа 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Әйса Муқәддәс Роһқа толуп, Иордан дәриясидин қайтип келип, Роһ тәрипидин чөл-баяванға елип берилди.
2У у йәрдә қириқ күн Иблис тәрипидин синалди. У бу күнләрдә һеч нәрсә йемиди. Күнләр аяқлашқанда, униң қосиғи таза ачқан еди.
3Әнди Иблис униңға: — Сән әгәр Худаниң Оғли болсаң, мошу ташқа: «Нанға айлан!» дәп буйруғин — деди.
4Әйса униңға җавапән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» дәп йезилған, — деди.  
5Иблис йәнә уни егиз бир таққа башлап чиқип, бир дәқиқә ичидә дуниядики барлиқ дөләтләрни униңға көрсәтти.
6Иблис униңға: — Мән бу һакимийәтниң һәммисини вә униңға тәвә барлиқ шанушәвкәтләрни саңа тәқдим қилимән; чүнки булар маңа тапшурулған, мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән.
7Әгәр баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, буларниң һәммиси сениңки болиду, — деди.
8Әйса униңға җавап берип: — Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла қуллуғида бол!» дәп йезилған, — деди.  
9Андин Иблис уни Йерусалимға елип барди вә уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп: — Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин!
10Чүнки Тәвратта: «Худа Өз пәриштилиригә сени қоғдаш һәққидә әмир қилиду»;
11вә, «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп йезилған, — деди.  
12Әйса униңға: — «Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму йезилған, — деди.  
13Иблис барлиқ синашларни ишлитип чиққандин кейин, уни вақтинчә ташлап кетип қалди.
14Әйса Роһниң күч-қудрити ичидә Галилийә өлкисигә қайтип кәлди. Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.   
15У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди вә уларниң улуқлашлириға сазавәр болди.
16У өзи беқип чоң қилинған жути Насарәткә келип, шабат күни адәттикидәк синагогқа кирди вә шундақла муқәддәс язмиларни оқушқа өрә турди
17вә Тәвраттики «Йәшая» дегән қисим униңға тапшурулди. У орам язмини ечип, муну сөзләр йезилған йәрни тепип оқуди:
18— «Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди. Тутқунларға азатлиқни, Вә корларға көрүш шипасини җакалашқа, Езилгәнләрни халас қилишқа, Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини җакалашқа мени әвәтти».  

20У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди. Синагогта олтарғанларниң һәммисиниң көзлири униңға тикилип туратти.
21У көпчиликкә: — Мана бу айәт бүгүн қулиқиңларға аңланғинида әмәлгә ашурулмақта, — деди.
22Һәммиси униң яхши гепини қилишип, униң ағзидин чиқиватқан шапаәтлик сөзлиригә һәйран қелишип: — Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.
23У уларға: — Шүбһисизки, силәр маңа «Әй тевип, авал өзүңни сақайт!» дегән тәмсилни кәлтүрүп, «Хәвәр тапқинимиздәк, Кәпәрнаһум шәһиридә немә ишлар йүз бәргән болса, мошу йәрдиму, өз жутуңдиму шуларни көрсәтмәмсән?» дәватисиләр, — деди.
24— Бирақ шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жути тәрипидин қобул қилинған әмәс.
25Мән силәргә шу һәқиқәтни әслитимәнки, Иляс пәйғәмбәрниң вақтида, асман уда үч жил алтә ай етилип, дәһшәтлик бир қәһәтчилик барлиқ зиминни басқанда, Исраилда нурғун тул аяллар бар еди;
26бирақ Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән.
27Вә шуниңға охшаш, Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс! — деди.  
28Синагогдикиләр бу сөзләрни аңлап, һәммиси қаттиқ ғәзәпләнди;
29орнидин турушуп, уни шәһәрдин һайдап чиқирип, шу шәһәр җайлашқан тағниң левигә әчиқип, тик ярдин ташливәтмәкчи болушти.
30Лекин у уларниң арисидин бемалал өтүп, өз йолиға чиқип кәтти.
31У Галилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум дегән бир шәһиригә чүшти, у йәрдә шабат күнлиридә хәлиққә тәлим берәтти.
32Улар униң тәлимигә һәйран қелишти, чүнки униң сөзи толиму нопузлуқ еди.
33Әнди синагогта напак җинниң роһи чаплашқан бир киши болуп, униңдики җин қаттиқ авазда:  
34— Әй Насарәтлик Әйса, сениң биз билән немә кариң?! Бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, Худаниң Муқәддәс Болғучисисән! — дәп товлап кәтти.
35Лекин Әйса җинға тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм! Униңдин чиқ! — девиди, җин һелиқи адәмни халайиқ оттурисида жиқитиветип, униңдин чиқип кәтти. Лекин униңға һеч зәрәр йәткүзмиди.
36Һәммәйлән буниңдин қаттиқ һәйран болушуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ иш! У дәрвәқә һоқуқ вә қудрәт билән напак роһларға әмир қилсила, улар чиқип кетидикән, — дейишти.
37Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.

38Әйса синагогтин чиқип, Симонниң өйигә кирди. Лекин Симонниң қейинаниси еғир тәп кесили болуп қалған еди; улар Әйсадин униң һаҗитидин чиқишини өтүнди.
39У аялниң бешида туруп, тәпкә тәнбиһ беривиди, тәп шуан униңдин кәтти. У дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
40Күн петиши биләнла, кишиләр һәр хил кесәлләргә гириптар болған йеқинлири болсила, уларни униң алдиға елип келишти. У уларға бир-бирләп қолини тәккүзүп, уларни сақайтти.   
41Кишиләргә чаплашқан нурғун җинлар улардин чиқип: «Сән Худаниң Оғли!» дәп товлап кетәтти. Лекин у уларға тәнбиһ берип, сөз қилишиға йол қоймиди; чүнки улар униң Мәсиһ екәнлигини биләтти.
42Күн чиқиши билән, у шәһәрдин чиқип, пинһан бир җайға кәтти. Бирақ топ-топ халайиқ уни издәп жүрәтти; улар уни тапқанда алдиға келип, уни аримизда қалсун дәп кетишидин тосмақчи болушти.
43Лекин у уларға: — Худаниң падишаһлиғиниң хуш хәвирини башқа шәһәр-йезиларғиму йәткүзүшүм керәк; чүнки мән дәл бу ишқа әвәтилгәнмән, — деди.
44Шуниң билән у Галилийәдики синагогларда тәлим берип жүривәрди.