Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа

Луқа 14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Вә шундақ болдики, бир шабат күни у Пәрисийләрдин болған бир һөкүмдарниң өйигә ғизаға барди; әнди улар уни пайлап жүрүвататти.
2Вә мана, у йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.
3Әйса Тәврат әһлилири вә Пәрисийләрдин: — Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? — дәп сориди.
4Бирақ улар лам-җим демиди. У һелиқи кесәлгә қолини тәккүзүп, сақайтип йолға салди.
5Андин у улардин йәнә: — Араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқармайдиған зади ким бар? — дәп сориди.  
6Вә улар униң бу сөзлиригә һеч җавап берәлмиди.
7Әйса чақирилған меһманларниң өзлиригә төрдин орунларни қандақ таллиғинини көрүп, уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
8— Бириси сени той зияпитигә тәклип қилса, төрдә олтармиғин. Болмиса, сәндин һөрмәтликрәк бириси тәклип қилинған болса,
9У чағда сени вә уни чақирған саһибхана келип саңа: «Бу кишигә орун бәргәйсиз» дәп қалса, сән хиҗаләттә қелип пәгаһға чүшүп қалисән.
10Лекин сән чақирилғанда, берип пәгаһда олтарғин. Шуниң билән сени чақирған саһибхана келип: «Әй достум, жуқуриға чиқиң» дейиши мүмкин вә шуниң билән сениң билән дәстиханда олтарғанларниң һәммисиниң алдида саңа иззәт болиду.
11Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилиниду вә кимдәким өзини төвөн тутса үстүн қилиниду.
12У өзини меһманға чақирған саһибханиға мундақ деди: — Меһманни тамаққа яки зияпәткә чақирғиниңда, дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай қолум-хошнилириңни чақирмиғин. Чүнки уларму сени меһманға чақирип, мәрһәмитиңни қайтуруши мүмкин.
13Шуниң үчүн зияпәт берәй десәң, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақирғин
14вә бәхит-бәрикәт көрисән; чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңни қайтурушниң амали йоқтур. Шуниң билән һәққанийларниң қайта тирилгән күнидә қилғиниң өзүңгә қайтурулиду.
15Униң билән һәмдәстихан олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, униңға: — Худаниң падишаһлиғида ғизаланғучилар немидегән бәхитлик-һә! — деди.
16Бирақ у униңға җавапән мундақ деди: — Бир киши катта зияпәткә тутуш қилип, нурғун меһманларни чақирип қоюпту.
17Дәстихан селинған шу сааттә, чакирини әвәтип, чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту.
18Бирақ, меһманларниң һәммиси бармаслиққа бир-бирләп өзрә-банә көрсәткили турупту. Биринчиси униңға: «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту.

19Йәнә бири: «Мән бәш қошлуқ өкүз сетивалдим, һазир берип уларни синап көрүшүм керәк. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту.
20Йәнә бириси: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән» дәпту.
21Чакар қайтип келип, бу ишларни ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ вә кор-әмаларни мошу йәргә жиғип кәл» дәпту.
22Андин чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, әмир бәргиниңдәк ада қилинди, вә йәнә бош орун бар!» дәпту.
23Шуниң билән ғоҗайин чакарға: — «Өйүм меһманларға толуш үчүн йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап, удул кәлгән адимиңни зорлап елип кәлгин!
24Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсиси дәстихинимдин тетимайду», дәпту.
25Әнди топ-топ адәмләр униңға һәмраһ болуп кетивататти. У бурулуп уларға қарап мундақ деди:
26— Маңа әгәшкәнләр маңа болған сөйүшлиридин өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас.   
27Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас.   
28Араңлардин бириси мунар салмақчи болса, алди билән олтирип бу қурулушни пүткүзгидәк хираҗәт өзүмдә барму-йоқ дәп һесап қилмасму?
29Ундақ қилмиғанда, һулни селип пүткүзәлмисә, көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип: «Бу адәм бенани башлап қоюп пүткүзәлмиди» — демәй қалмайду.
31Яки бир падишаһ йәнә бир падишаһ билән җәң қилғили чиқса алди билән олтирип: — Мениң үстүмгә келидиған жигирмә миң кишилик қошун егисигә мән он миң әскирим билән тақабил туралармәнму? дәп мөлчәрләп көрмәмду?!
32Әгәр у «Соқушалмаймән» дәп ойлиса, дүшмән техи жирақтики чағда әлчи әвәтип, сулһ шәртлирини сорайду.
33Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким көңлидә өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.
34Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?   
35У тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду. Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!