Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 17

Луқа 17:11-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Вә шундақ болдики, у Йерусалимға чиқип кетиватқанда, Самарийә билән Галилийәниң оттурисидин өтүп,
12бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап,
13авазлирини көтирип: Әй Әйса, устаз, бизгә рәһим қилғайсән, дәп өтүнди.
14Уларни көргәндә у уларға: Берип өзүңларни каһинларға көрситиңлар, деди. Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, моходин пакланди.  
15Улардин бирәйлән өзиниң сақайғинини көргәндә жуқури аваз билән Худани улуқлап, кәйнигә бурулуп, қайтти.
16У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди.
17Әйса бу ишқа қарап: Пак қилинғанлар он киши әмәсмиди? Қалған тоққузәйлән қени?
18Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?! — деди.
19Андин у һелиқи адәмгә: — «Орнуңдин тур, йолуңға маңғин! Етиқатиң сени сақайтти!» — деди.
20Бир күни Пәрисийләр униңдин: «Худаниң падишаһлиғи қачан келиду?» дәп сориғанда у уларға җавап берип мундақ деди: — Худаниң падишаһлиғиниң келишини көз билән көргили болмас;
21кишиләр: «Қараңлар, у мана бу йәрдә!» яки «У йәрдә!» дейәлмәйду. Чүнки мана, Худаниң падишаһлиғи араңлардидур.  
22Кейин у мухлислириға йәнә мундақ деди: — «Шундақ күнләр келидуки, силәр Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күнини болсиму көрүшкә тәшна болисиләр, лекин көрәлмәйсиләр.
23Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду; силәр нә бармаңлар нә уларниң кәйнидин жүгүрмәңлар.   
24Чүнки гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк, Инсаноғлиниң өз күнидә һәм шундақ болиду.
25Лекин у авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур.  

Read Луқа 17Луқа 17
Compare Луқа 17:11-25Луқа 17:11-25