1Һәмдусана! Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
2Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду? Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
3Бәхитликтур адаләтни тутқан, Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
4Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар; Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!
5Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй, Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай, Өз мирасиң болған хәлқиң билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
6Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ, Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.
7Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай, Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди; Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.
8Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп, Өз нами үчүн уларни қутқузди.
9Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән, У қупқуруқ болди; Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк, У уларни деңиз тәглиридин қуруқ өткүзди.
10Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди, Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
11Явларни сулар басти, Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.
12Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди; Улар Уни күйлиди.
13Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди, Несиһәтини күтмиди;
14Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди, Чөл-баяванда Тәңрини синиди.
15Шуңа У сориғинини уларға бәрди, Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.
16Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди, Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.
17Йәр ечилип Датанни жутувәтти, Абирамни адәмлири билән қапсивалди.
18Әгәшкүчилири арисида от йеқилди; Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.
19Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди, Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,
20Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға, От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
21Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
22Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан, Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани унтуди.
23У уларни һалак қилимән дегән еди — Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса, — Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.
24Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди, Униң вәдисигә ишәнмиди;
25Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп, Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
26Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: — Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —
27Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп, Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.
28Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.
29Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди, Улар арисида ваба қозғалди;
30Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди, Шуниң билән ваба тосулди;
31Бу иш Финиһасқа һәққанийәт дәп һесапланди, Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
32Улар йәнә Пәрвәрдигарни мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди, Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;
33Чүнки улар униң роһини териктүрди, Униң ләвлири бихәстиликтә гәп қилип салди.
34Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, Шу йәрдики қовмларни йоқатмиди;
35Бәлки ят әлләр билән арилишип, Уларниң қилиқлирини үгәнди;
36Уларниң бутлириға чоқунди, Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
37Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.
38Шундақ қилип улар бегуна қанни, Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти; Зимини қанға булғинип кәтти.
39Улар өз қилмишлири билән булғанди; Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
40Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди, У Өз мирасидин йиргәнди;
41Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди, Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42Дүшмәнлири уларни әзди, Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
43Көп қетим Пәрвәрдигар уларни қутқузди; Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди, Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
44Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда, Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
45Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди, Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,
46У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
47Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа, Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә, Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән!
48Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, Әзәлдин та әбәдгичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Пүткүл хәлиқ «Амин» десун! Һәмдусана!