1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй; Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаһниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға муну күйниң сөзлирини ейтти: — Аһ, Пәрвәрдигарим, мениң күч-қудритим, Мән сени сөйимән!
3Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур! Мениң Тәңрим, мениң қорам тешим, мән Униңдин һимайә тапимән; У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, мениң егиз мунаримдур!
4Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға нида қилимән, Шунда дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
5Өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди, Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;
6Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди.
7Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим, Худайимға пәряд көтәрдим; У ибадәтханисидин авазимни аңлиди, Мениң пәрядим Униң һозуриға кәлди, Униң қулиқиға кирди.
8Шу чағ йәр-зимин тәврәп, силкинип кәтти, Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; Чүнки У ғәзәпләнди.
9Униң димиғидин ис өрләп туратти, Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти; Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
10У асманларни тазим қилдуруп чүшти, Пути асти тум қараңғулуқ еди.
11Бир керубни минип пәрваз қилди, Шамалниң қанатлирида ғуюлдап учуп кәлди.
12У қараңғулуқни өзиниң йошурунидиған җайи қилди, Суларниң қараңғусини, Асманларниң қоюқ булутлирини, Өз әтрапида чедири қилди.
13Униң алдидики йоруқлуқтин, Қоюқ булутлар, мөлдүр, отлуқ чоғлар чиқип өтти;
14Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди; Һәммидин Алий Болғучи авазини яңратти, Мөлдүр вә отлуқ чоғлар билән.
15Бәрһәқ, У оқлирини етип, дүшмәнлиримни тарқитивәтти; Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-чуқанға салди;
16Шуниң билән деңизларниң тәкти көрүнүп қалди, Аләмниң һуллири ашкариланди, Тәнбиһиң билән, Димиғиңдин чиққан нәпәсниң зәрбиси билән, и Пәрвәрдигар.
17У жуқуридин қолини узитип, мени тутти; Мени улуқ сулардин тартип алди.
18У мени күчлүк дүшминимдин, Һәм маңа өчмәнлик қилғучилардин қутқузди; Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
19Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти; Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
20У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди; У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
21Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти; Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
22Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим; Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
23Чүнки Униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур; Мән Униң бәлгүлимилирини өзүмдин нери қилмидим;
24Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум, Өзүмни гунадин нери қилдим;
25Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, Көз алдидики қолумниң һалаллиғиға қарап, қилғанлиримни қайтурди.
26Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән; Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
27Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән; Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
28Чүнки аҗиз мөмин хәлиқни қутқузғучи Өзүңдурсән; Бирақ тәкәббур көзләрни шәрмәндә қилисән;
29Чириғимни җулалиқ қилған Сәндурсән; Пәрвәрдигар Худайим мени басқан қараңғулуқни нурландуриду;
30Чүнки Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм; Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм.
31Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур; Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур; У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур.
32Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур? Бизниң Худайимиздин башқа кимму қорам таштур?
33Йәни белимни күч-қувәт билән ориғучи Тәңри, Йолумни түптүз, мукәммәл қилғучи Тәңридур;
34У мениң путлиримни кейикниңкидәк учқур қилиду, Шуниң билән мени егиз җайлиримда турғузиду;
35Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду, Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
36Сән маңа ниҗатлиғиң болған қалқанни ата қилдиң, Нениң оң қолуң мени йөлиди; Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
37Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң, Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
38Мән дүшмәнлиримни қоғлап йәттим; Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
39Қайтидин орнидин туралмас қилип уларни янҗивәттим, Улар путлирим астида жиқилди.
40Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң; Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
41Дүшмәнлиримни көз алдимда арқисиға яндуруп қачқуздуң, Шуниң билән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
42Улар пәряд көтәрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди; Һәтта Пәрвәрдигарға нида қилди, Уму уларға җавап бәрмиди.
43Мән уларға соққа берип, шамал учурған топидәк қиливәттим; Кочидики патқақтәк, уларни төкүвәттим.
44Сән мени хәлиқниң низалиридин қутқузғансән; Сән мени әлләрниң беши қилғансән; Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.
45Сөзүмни аңлапла улар маңа итаәт қилиду; Ят әлдикиләр маңа бичариләрчә тәслим болиду;
46Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду; Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
47Пәрвәрдигар һаяттур! Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун! Ниҗатлиғим болған Худа һәммидин алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
48У, мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри, Хәлиқләрни маңа бойсундурған Худадур;
49У мени дүшмәнлиримдин қутқузған; Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң; Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
50Шуниң үчүн мән әлләр арисида Саңа рәхмәт ейтимән, и Пәрвәрдигар; Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән;
51Пәрвәрдигар Өзи тиклигән падишаһқа зор нусрәтләрни беғишлайду; Өзи мәсиһ қилғиниға, Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббитини көрситиду.