Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мениң нурум вә ниҗатлиғимдур; Мән йәнә кимдин қорқай? Пәрвәрдигар һаятимниң қорғинидур; Мән кимниң алдида титрәй?
2Яманлиқ қилғучилар «Униң әтлирини йәйли» дәп маңа һуҗум қилғанда, Рәқиплирим, дүшмәнлирим маңа йеқинлашқанда, Путлишип, жиқилди улар.
3Зор қошун баргаһ қуруп мени қоршавға алсиму, Қәлбимдә һеч қорқунуч йоқ; Маңа уруш қозғисиму, йәнила хатирҗәм туриверимән.
4Пәрвәрдигардин бирла нәрсини тиләп кәлдим; Мән шуниңға интилимәктимәнки: — Өмүр бойи Пәрвәрдигарниң өйидә болсам, Пәрвәрдигарниң гөзәллигигә қарап жүрсәм, Униң ибадәтханисида туруп, йетәклишигә муйәссәр болсам, дәймән.
5Бешимға күн чүшкәндә, У мени сайивини астиға алиду; Мени чедириниң ичидә аман сақлап йошурувалиду. У мени уюлташ үстигә муқим турғузиду.
6Шуңа һазир әтрапимдики дүшмәнлирим алдида бешим жуқури көтирилиду. Униң муқәддәс чедирида тәнтәнә қилип қурбанлиқлар сунимән; Нахша-күйләр ейтимән, мунаҗатларни ейтимән Пәрвәрдигарға!
7Нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Маңа меһри-шәпқәт көрситип, иҗабәт қилғайсән.
8Өз көңлүм: «Униң дидарини издәңлар!» дәйду; Дидариңни, и Пәрвәрдигар, өзүм издәймән.
9Мәндин Өзүңни қачурмиғайсән! Ғәзәпләнгәндә қулуңни нери қоғлимиғайсән; Сән мениңдин ярдимиңни айимай кәлдиң; Сән мәндин айрилмиғайсән, мени ташливәтмигәйсән, и Ниҗаткарим Худа!
10Ата-анам мени ташливәтсиму, Пәрвәрдигар мени қучиғиға алиду.
11Маңа Өз йолуңни үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар; Күшәндилирим пайлап жүрмәктә, Мени түз йолға башлиғайсән.
12Мени рәқиплиримниң мәйлигә тапшурмиғайсән, Чүнки маңа қара чаплашмақчи болған ялғанчилар хелә көптур, Уларниң нәпәслириму зораванлиқтур.
13Аһ, Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тирикләрниң зиминидә көрүшкә көзүм йәтмигән болса...!
14Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин! Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә болсун! Шундақ қил, Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин!