1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И мәдһийәмниң Егиси Худайим, җим турма!
2Мана рәзилләрниң ағзи, мәккарларниң ағзи көз алдимда йоған ечилди; Улар ялғанчи тил билән маңа қарши сөзлиди.
3Нәпрәтлик сөзләр билән мени чулғап, Улар бекардин-бекар маңа зәрбә бәрмәктә.
4Муһәббитим үчүн улар маңа қарши шикайәтчи болди, Мән болсам — дуаға берилдим.
5Яхшилиғим үчүн яманлиқ, Сөйгүм үчүн нәпрәт қайтурди.
6Һәр бириниң үстидә рәзил бир адәм тайинлиғайсән, Униң оң йенида бир дәвагәр турсун.
7У сорақ қилинғанда әйипдар болуп чиқсун, Дуаси гуна дәп һесаплансун.
8Күнлири қисқа болсун, Мәнсивини башқиси егилисун.
9Балилири йетим қалсун, Хотуни тул болсун.
10Оғуллири сәргәрдан тиләмчи болсун, Турған харабиликлиридин нан издәп.
11Җазанихор униң егилиги үстигә тор ташлисун, Меһнәт әҗрини ятлар булап-талисун.
12Униңға меһриванлиқ көрситидиған бириси болмисун, Житим қалған балилириға илтипат қилғучи болмисун.
13Униң нәсли қурутулсун; Келәр әвладида намлири өчүрүлсун.
14Ата-бовилириниң қәбиһлигиниң әйиплири Пәрвәрдигарниң ядида қалсун, Анисиниң гунайи өчүрүлмисун.
15Буларниң әйиплири дайим Пәрвәрдигарниң көз алдида болсун, Шуниң билән У уларниң нам-әмилини йәр йүзидин өчүрүп ташлайду.
16Чүнки рәзил киши меһриванлиқ көрситишни һеч есигә кәлтүрмиди, Бәлки езилгән, йоқсул һәм дили сунуқларни өлтүрмәккә қоғлап кәлди.
17У ләнәт оқушқа амрақ еди, Шуңа ләнәт униң бешиға келиду; Бәхит тиләшкә райи йоқ еди, Шуңа бәхит униңдин жирақ болиду.
18У ләнәтләрни өзигә кийим қилип кийгән; Шуңа булар аққан судәк униң ич-бағриға, Майдәк, сүйәклиригә кириду;
19Булар униңға йепинған тонидәк, Һәрдайим бағланған бәлвеғидәк чаплансун.
20Булар болса мени әйиплигүчиләргә Пәрвәрдигарниң бекиткән мукапати болсун! Мениң яман гепимни қилғанларниң инъами болсун!
21Бирақ Сән, Пәрвәрдигар Рәббим, Өз намиң үчүн мениң тәрипимдә бир иш қилғайсән, Меһир-муһәббитиң әла болғачқа, Мени қутқузғайсән;
22Чүнки мән езилгән һәм һаҗәтмәндурмән, Қәлбим хәстә болди.
23Мән қуяш узартқан көләңгидәк йоқилай дәп қалдим, Чекәткә қеқиветилгәндәк чәткә қеқиветилдим.
24Роза тутқинимдин тизлирим кетиду, Әтлирим сизип кетиду.
25Шуңлашқа мән улар алдида рәсва болдум; Улар маңа қарашқанда, бешини силкишмәктә.
26Маңа ярдәмләшкәйсән, и Пәрвәрдигар Худайим, Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени қутқузғайсән;
27Шуниң билән улар буниң Сениң қолуңдики иш екәнлигини, Буни қилғучиниң Сән Пәрвәрдигар екәнлигини билсун.
28Улар ләнәт оқувәрсун, Сән бәхит ата қилғайсән; Улар һуҗум қилишқа турғанда, хиҗаләттә қалсун, Бирақ қулуң шатлансун!
29Мени әйиплигүчиләр хиҗаләт билән кийинсун, Улар өз шәрмәндилигини өзлиригә тон қилип йепинсун.
30Ағзимда Пәрвәрдигарға зор тәшәккүр-мәдһийә қайтүримән; Бәрһәқ, көпчилик арисида туруп Уни мәдһийиләймән;
31Чүнки һаҗәтмәнниң җенини гунаға бекитмәкчи болғанлардин қутқузуш үчүн, Пәрвәрдигар униң оң йенида туриду.