Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 106

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аһ, Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити!
2Пәрвәрдигар яв қолидин қутқузғанлар, У һәмҗәмәт болуп қутқузған хәлқи буни давамлиқ баян қилсун —
3Йәни У шәриқ билән ғәриптин, шимал билән җәнуптин, Һәр қайси жутлардин жиғивелинғанлар буни ейтсун!
4Улар чөл-баяванни кезип пинһан йолда адашти, Адәм маканлашқан һеч бир шәһәрни тапалмастин.
5Ач һәмдә уссуз болуп, Җени чиқай дәп қалди.
6Андин Пәрвәрдигарға пәряд қилди, У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
7Маканлашқидәк шәһәргә йәткичә, У уларни түз йолда башлиди.
8Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
9Чүнки У чаңқиған көңүлни қандурди, Ач қалған җанни есил немәтләр билән толдурди.
10Зүлмәттә, өлүм көләңгисидә яшиғанлар, Төмүр кишән селинип, азап чәккәнләрни болса,
11(Чүнки улар Тәңриниң әмирлиригә қаршилиқ қилди, Һәммидин Алий Болғучиниң несиһәтини кәмситти)
12— У уларни җапа-мушәққәт тартқузуп кәмтәр қилди, Улар путлишип жиқилди, уларға ярдәмгә бирисиму йоқ еди.
13Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилди, У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
14Уларни зулмәт һәм өлүм сайисидин чиқирип, Уларниң зәнҗир-асарәтлирини сундуруп ташлиди.
15Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
16Мана У мис дәрвазиларни парә-парә қилип, Төмүр тақақларни кесип ташлиди.
17Һамақәтләр өз итаәтсизлик йоллиридин, Қәбиһликлиридин азапларға учрайду;
18Көңлидә һәр хил озуқ-түлүктин бизар болуп, Өлүм дәрвазилириға йеқинлишиду.

19Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду, У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
20У сөз-каламини әвәтип, уларни сақайтиду, Уларни заваллиқлиридин қутқузиду.
21Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Адәм балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
22Қурбанлиқ сүпитидә тәшәккүрләр ейтсун, Униң қилғанлирини тәнтәнилик нахшилар билән баян қилсун!  
23Кемиләрдә деңизға чүшүп қатниғучилар, Улуқ суларда тирикчилик қилғучилар,
24Булар Пәрвәрдигарниң ишлириға гувачидур, Чоңқур океанда көрсәткән карамәтләрни көргүчидур.
25Чүнки У бир сөз биләнла шиддәтлик шамални чиқирип, Долқунлирини өркәшлитиду;
26Кемичиләр асман-пәләк өрләйду, Суларниң тәһтилиригә чүшиду, Дәһшәттин уларниң җени ерип кетиду.
27Улар мәс адәмдәк әләң-сәләң ирғаңлайду, Һәр қандақ әқил-чариси түгәйду;
28Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду, У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
29У боранни тиничлитиду, Су долқунлириму җим болиду.
30Шуниң билән улар течлиғидин шатлиниду; У уларни тәшна болған арамгаһиға йетәкләп бариду.
31Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
32Улар хәлиқниң җамаитидиму Уни улуқлисун, Ақсақаллар мәҗлисидә Уни мәдһийилисун.
33У дәрияларни чөлгә, Булақларни қақаслиққа айландуриду.
34Аһалисиниң яманлиғи түпәйлидин, Һосуллуқ йәрни шорлуқ қилиду.
35У йәнә чөл-баяванни көлгә, Чаңқақ йәрни булақларға айландуриду;
36Ачларни шу йәргә җайлаштуруп, Улар олтирақлашқан бир шәһәрни бәрпа қилиду;

37Улар етизларни һайдап-терип, үзүмзарларни бәрпа қилиду; Булар һосул-мәһсулатни мол бериду.
38У уларға бәрикәт бериду, Шуниң билән уларниң сани хеләла ешип бариду, У уларниң мал-варанлирини һеч азайтмайду.
39Улар йәнә җәбир-зулум, бала-қаза һәм дәрд-әләмгә йолуғуп, Сани азийип, пүкүлиду.
40У есилзадиләр үстигә кәмситишлирини төкиду, Йолсиз дәшт-сәһрада уларни сәргәрдан қилиду;
41Лекин мискин адәмни җәбир-зулумдин жуқури көтирип сақлайду, Униң аилә-тавабатини қой падисидәк көп қилиду.
42Буни көңли дуруслар көрүп шатлиниду; Пасиқларниң ағзи етилиду.
43Кимки дана болса, буларни байқисун, Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқәтлирини чүшәнсун!