1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»; Едомлуқ Доәг Саул падишаһниң йениға берип: «Давут Ахимәләкниң өйигә кирди» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған: — И ночи батур, Немә үчүн рәзиллигиңдин махтинисән? Тәңриниң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур.
4Өткүр устира кәби, Тилиң зәһәр чачмақчи, У ялғанчилиқ тоқуватиду.
5Сән яхшилиқниң орнида яманлиқни, Һәқ сөзләшниң орнида ялғанчилиқни яхши көрисән;
6Һаман адәмни набут қилидиған сөзләрни яхши көрисән, и алдамчи тил!
7Бәрһәқ, Тәңри охшашла сени мәңгүгә йоқитиду; У сени тутувалиду, йәни өз чедириңдин тартип чиқиду; Тирикләрниң зиминидин сени йилтизиңдин қомуруп ташлайду. Селаһ.
8Һәққанийлар буни көрүп қорқушиду, Вә уни мәсқирә қилип күлүп: —
9«Қараңлар, Худани өз йөләнчиси қилмиған адәм, Пәқәт өз байлиқлириниң көплүгигә таянған адәм; У ач көзлүги билән күчләнди» — дәйду.
10Мән болсам Худаниң өйидә өскән барақсан зәйтун дәрәқтәкмән, Мән Худаниң өзгәрмәс муһәббитигә мәңгүгә тайинимән.
11Мән Саңа әбәдил-әбәт тәшәккүр ейтимән; Чүнки Сән бу ишларни қилдиңсән; Мөмин бәндилириң алдида намиңға тәлмүрүп күтимән; Мошундақ қилиш әладур.