Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 113

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраил Мисирдин, Яқуп җәмәти ят тиллиқ әлләрдин чиққанда,
2Шу чағда Йәһуда Худаниң муқәддәс җайи, Исраил униң сәлтинити болди,
3Деңиз буни көрүп бәдәр қачти, Иордан дәрияси кәйнигә янди;
4Тағлар қочқарлардәк, Дөңләр қозилардәк ойнақлиди.
5Әй деңиз, сән немә болдуң, қачқили? Иордан дәрияси, йолуңдин янғили?
6Тағлар қочқарлардәк, Дөңләр қозилардәк ойнақлиғили?
7И йәр йүзи, Рәбниң җамалидин, Яқупниң Худасиниң җамалидин тәврән;
8У қорам ташни көлчәккә, Чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду.  
9Бизгә әмәс, и Пәрвәрдигар, бизгә әмәс — Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн, һәқиқәт-садақитиң үчүн, Өз намиңға шан-шәрәп кәлтүргәйсән.
10Әлләр немишкә «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду?
11Бирақ Худайимиз болса әршләрдидур; Немини халиса, У шуни қилғандур.
12Уларниң бутлири болса пәқәт күмүч-алтундин ибарәт, Инсанниң қоллири ясиғинидур, халас.
13Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлийәлмәйду; Көзлири бар, көрмәйду;
14Қулақлири бар, аңлимайду, Бурни бар, пуриялмайду;
15Қоллири бар, силиялмайду; Путлири бар, маңалмайду; Канийидин һеч бир сада чиқармайду.
16Уларни ясиғанлар уларға охшаштур, Уларға таянғанларму шундақтур.
17И Исраил, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучиңлар һәм қалқиниңлардур.
18И Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур.

19Пәрдәрдигардин әйминидиғанлар, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучи һәм қалқиниңлардур.
20Пәрвәрдигар бизни әсләп кәлди; У бәхит ата қилиду; У Исраил җәмәтигә бәхит ата қилиду; У Һарун җәмәтигә бәхит ата қилиду;
21Пәрвәрдигардин әйминидиғанларға, Чоңлири һәм кичиклиригиму бәхит ата қилиду.
22Пәрвәрдигар силәргә қошлап бериду, Силәргә һәм пәрсәндлириңларға;
23Силәргә Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит ата қилинған, Асман-зиминни Яратқучидин бәрикәтләнгән!
24Асманлар болса Пәрвәрдигарниң асманлиридур; Бирақ зиминни болса инсан балилириға тапшурғандур.
25Өлүкләр Яһни мәдһийилийәлмәйду, Сүкүт дияриға чүшүп кәткәнләрму шундақ;
26Бирақ бизләр һазирдин башлап Яһқа әбәдил-әбәтгичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримиз! Һәмдусана!