Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 48

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — И барлиқ хәлиқләр, көңүл қоюп аңлаңлар! Йәр йүзидә туруватқанлар, қулақ селиңлар!
3Мәйли аддий пухра, я есилзадиләр, Я бай, я гадайлар болсун, һәммиңлар аңлаңлар!
4Ағзим даналиқни сөзләйду, Дилим әқилгә уйғун ишларни ойлап чиқиду.
5Қулиқим һекмәтлик тәмсилни зән қоюп аңлайду, Чилтар челип сирлиқ сөзни ечип беримән.
6Еғир күнләрдә, мени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларниң қәбиһликлири әтрапимда болсиму, Мән немишкә қорқидикәнмән?
7Улар байлиқлириға тайиниду, Мал-мүлүклириниң зорлуғи билән чоңчилиқ қилиду;
8Инсан мәңгүгә яшап, Гөр-һаңни көрмәслиги үчүн, Һеч ким өз бурадәриниң һаятини пул билән қайтурувалалмайду; Вә яки Худаға униң җенини қутулдурғидәк бани берәлмәйду; (Чүнки униң җениниң баһаси интайин қиммәт, Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур)
11Һәммигә аянки, данишмән адәмләрму өлиду; Һәммә адәм билән тәң, надан вә һамақәтләр биллә һалак болиду, Шундақла улар мал-дуниясини өзгиләргә қалдуруп кетиду.
12Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә, Макан-туралғулиримиз дәвирдин-дәвиргичә болиду»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду.
13Бирақ инсан өзиниң нам-иззитидә туривәрмәйду, У һалак болған һайванлардәк кетиду.
14Уларниң мошу йоли дәл уларниң наданлиғидур; Лекин уларниң кәйнидин дунияға кәлгәнләр, йәнила уларниң ейтқан сөзлиригә апирин оқуйду. Селаһ.
15Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду; Өлүм уларни өз озуғи қилиду; Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду; Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду; Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур!
16Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду; Чүнки У мени қобул қилиду. Селаһ.
17Бириси бейип кетип, Аилә-җәмәтиниң абройи өсүп кәтсиму, Қорқма;
18Чүнки у өлгәндә һеч нәрсисини елип кетәлмәйду; Униң шөһрити униң билән биллә гөргә чүшмәйду.
19Гәрчә у өмүр бойи өзини бәхитлик чағлиған болсиму, (Бәрһәқ, кишиләр ронақ тапқиниңда, әлвәттә сени һаман махтайду)
20Ахири берип, у йәнила ата-бовилириниң йениға кетиду; Улар мәңгүгә йоруқлуқни көрәлмәйду.
21Инсан иззәт-абройда болуп, лекин йорутулмиса, Һалак болидиған һайванларға охшаш болиду, халас.