Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 98

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Хәлиқләр титрисун! У керублар оттурисида олтириду; Йәр-җаһан зил-зилигә кәлсун!
2Пәрвәрдигар Зионда бүйүктур, У барлиқ хәлиқләр үстидә туридиған алийдур.
3Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду; У пак-муқәддәстур!
4Падишаһниң қудрити адаләткә беғишланғандур; Өзүң дуруслуқни мәһкәм орнатқансән; Сән Яқуп арисида адаләт вә һәққанийәт жүргүзгән.
5Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Тәхтипәри алдида егилип сәҗдә қилиңлар — У муқәддәстур!
6Униң каһинлири арисида Муса вә Һарун бар еди, Намини чақирғанлар ичидә Самуилму һазир еди; Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, чақирди, У уларға җавап бәрди.
7Худа булут түврүгидә уларға сөзлиди; Улар У тапшурған агаһ-гувалиқларға һәм низам-бәлгүлимигә әмәл қилишатти.
8И Пәрвәрдигар Худайимиз, Сән уларға җавап бәрдиң; Яман қилмишлириға яриша җаза бәргән болсаңму, Сән уларни кәчүргүчи Илаһ едиң.
9Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Униң муқәддәс теғида егилип сәҗдә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз муқәддәстур!