Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 102

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур, и җеним; И пүтүн вуҗудум, Униң муқәддәс намиға тәшәккүр қайтур!
2Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур, и җеним, Унтума униң барлиқ меһримбанлиқ-бәрикәтлирини;
3У пүткүл қәбиһликлириңни кәчүриду, Барлиқ кесәллириңгә дава қилиду;
4Һаятиңни һаңдин һөрлүккә қутқузиду, Бешиңға меһир-муһәббәт һәм рәһимдиллиқларни таҗ қилип кийгүзиду.
5Көңлүңни назу-немәтләр билән қандуриду; Яшлиғиң бүркүтниңкидәк йеңилиниду.
6Пәрвәрдигар барлиқ езилгәнләр үчүн һәққанийлиқ һәм адаләтни жүргүзиду;
7У Өз йоллирини Мусаға, Қилғанлирини Исраилларға намайән қилған.
8Пәрвәрдигар рәһимдил вә шәпқәтликтур, У асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду.
9У узунғичә әйипләвәрмәйду, Яки та мәңгүгә ғәзивидә туривәрмәйду.
10У бизгә гуналиримизға қарита муамилидә болған әмәс, Бизгә қәбиһликлиримизгә қарита тегишлигини яндурған әмәс.
11Асман йәрдин қанчилик егиз болса, Униңдин қорқидиғанларға болған муһәббитиму шунчилик зордүр.
12Шәриқ ғәриптин қанчилик жирақта болса, Биздики асийлиқларниму шунчә жирақлаштурди.
13Ата балилириға қандақ көйүнгән болса, Пәрвәрдигарму Өзидин қорқидиғанларға шундақ меһривандур.
14Чүнки У Өзи бизниң җисмимизни билиду, Тупрақтин екәнлигимизни У есигә алиду.
15Инсан болса — униң күнлири от-чөпкә охшайду, Даладики гүлдәк үнүп чиқип чечәкләйду;
16Униң үстидин шамал учуп өтиду, У йоқ болиду, әслий маканиму уни қайта тонумайду.
17Лекин Өзидин қорқидиғанларға, Өз әһдисигә вапа қилғанларға, Көрсәтмилирини орунлаш үчүн уларни есидә тутқанларға, Пәрвәрдигарниң меһир-муһәббити әзәлдин әбәдгичә, Һәққанийити әвлаттин әвлатлиригичидур.
19Пәрвәрдигар тәхтини әрштә қурған, Униң сәлтәнити һәмминиң үстидин һөкүм сүриду;

20И сөзигә қулақ салғучи, Каламини иҗра қилғучи, қудрити зор болған Униң пәриштилири, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21И силәр, Униң барлиқ қошунлири, Ирадисини ада қилғучи хизмәткарлири, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
22И, Униң барлиқ ясиғанлири, Һөкүмранлиғи астидики барлиқ җайларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! И мениң җеним, Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур!