Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 112

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Һәмдусана! Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири, Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар!
2Һазирдин башлап, әбәдил-әбәтгичә, Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
3Күн чиқардин күн патарға, Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур!
4Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди; Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур.
5Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун — Өз макани жуқурида болсиму,
6Асманларға һәм йәргә қараш үчүн, Өзини төвән қилғучиға?
7Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду; Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду;
8Уни есилзадиләр қатариға, Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду;
9У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп, Уни оғулларниң хошал аниси қилиду. Һәмдусана!