Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 115

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ишәнгиним үчүн мундақ сөз қилғанмән: — «Мән қаттиқ хар қилинғанмән».  
2Җиддийләшкинимдин: — «адәмләрниң һәммиси ялғанчи!» — Дегәнмән.
3Маңа көрсәткән барлиқ яхшилиқлирини мән немә билән Пәрвәрдигарға қайтуримән?
4— Ниҗатлиқ қәдәһини қолумға алимән, Вә Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
5Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән.
6Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Өз мөмин бәндилириниң өлүми қиммәтлик иштур!
7Аһ Пәрвәрдигар, мән бәрһәқ Сениң қулуңдурмән; Мән Сениң қулуңдурмән, дедигиңниң оғли екәнмән; Сән мениң асарәтлиримни йәшкәнсән;
8Мән Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән, Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
9Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән;
10Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилирида, Сениң оттуруңда туруп, и Йерусалим, Қәсәмлиримни ада қилимән! Һәндусана!