Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 82

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Асафниң күй-нахшиси: — И Худа, үн чиқармай турувалма, Җим турувалма, сүкүт қилип турувалма, и Тәңрим!
3Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта, Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә.
4Улар қувлуқ билән Сениң хәлқиңгә сүйқәст қилиду, Сениң һимайә қилип қәдирлигәнлириң билән қаршилишишни мәслиһәтлишиду.
5Улар: — «Жүрүңлар, уларни милләт қатаридин йоқ қилайли! Исраилниң нами иккинчи тилға елинмисун!» — демәктә.
6Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти; Улар Саңа қарши иттипақ түзди.
7Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири, Моаб һәм Һагрийлар;
8Гәбал, Аммон, вә Амаләк; Филистийә һәмдә Тур аһалилири,
9Асурийәму уларға қошулди; Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән. Селаһ.
10Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға, Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән;
11Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди, Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди.
12Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән;
13Чүнки улар: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!» — дәп ейтқан.
14И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк, Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән.
15От орманлиққа туташқанға охшаш, Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш,
16Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән, Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән;
17Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн, Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
18Улар номустин әбәдий шәрмәндә болсун, Җаһанға рәсва болуп йоқитилсун.
19Улар билсунки, Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.