1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: — Худа орнидин турди, дүшмәнлирини тирипирән қиливетиду! Униңға өчмәнләр Униң алдидин бәдәр қачиду!
3Ис-түтәк учурулғандәк, уларни учуруп йоқитисән, Мом отта еритилгәндәк, Рәзилләр Худаниң алдида һалак болиду.
4Бирақ һәққанийлар хошаллиниду, Улар Худа алдида роһлинип, Тәнтәнә қилип шатлиниду.
5Худаға күйләр ейтиңлар, Униң намини нахша қилип яңритиңлар; Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар; Униң нами «Яһ»дур; Униң алдида шатлиниңлар.
6Житимларға ата болғучи, Тул хотунларниң дәвасини сориғучи, Өз муқәддәс маканида турған Худадур.
7Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду; У мәһбусларни аватлиққа чиқириду; Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.
8И Худа, Өз хәлқиңниң алдида маңғиниңда, Чөл-баявандин өтүп сәпәр қилғиниңда, — (Селаһ) —
9Худаниң һозури алдида, Йәни Исраилниң Худасиниң һозури алдида, Йәр-җаһан тәвринип, Асманларму йеғин яғдурди; Аву Синай теғиму тәвринип кәтти.
10Сән, и Худа, Өз мирасиң болған зимин-хәлиқ үстигә хасийәтлик бир ямғур яғдурдуң; Улар һалсизланғанда уларни күчләндүрдүң.
11Сениң баққан падаң у йәргә маканлашти; Меһриванлиғиң билән мөминләр үчүн тәйярлиқ қилдиң, и Худа!
12Рәб әмир қилди; Уни җакалиғучи қиз-аяллар немидегән зор бир қошундур!
13«Падишаһлар һәм қошунлири бәдәр қечишти, бәдәр қечишти!» — дейишти; Өйдә олтарған қиз-аяллар болса олҗиларни бөлишивалиду;
14Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, Зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, Пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду;
15Һәммигә Қадир Худа падишаһларни зиминда тирипирән қиливәткәндә, Йәр Залмон теғидики қардәк ақирип кәтти.
16Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур;
17Әй егиз чоққилиқ тағлар, Немә үчүн Худа Өз макани қилишни халиған таққа һәсәт билән қарайсиләр? Дәрвәқә, Пәрвәрдигар шу тағда мәңгү туриду!
18Худаниң җәң һарвулири түмән-түмән, Миллион-миллиондур; Рәб улар арисида туриду; Синай теғидики муқәддәс җайда туриду.
19Сән жуқуриға көтирилдуң, Инсанларни тутқун қилғучиларни Өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, Һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң.
20Рәб мәдһийиләнсун; Чүнки У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә; Йәни ниҗатлиғимиз болған Тәңри! Селаһ.
21Бизниң Тәңримиз бирдин-бир ниҗаткар Тәңридур; Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур.
22Бәрһәқ, Худа Өз дүшмәнлириниң бешини яриду, Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У чақиду.
23Рәб мундақ деди: «Өз хәлқимни Башан дияридинму, Деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән;
24Шундақ қилип сән хәлқимниң пути қанға, Йәни дүшмәнлириңниң қениға милиниду, Иштлириңниң тили буниңдинму несивисини ялайду».
25Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа; Йәни мениң Илаһим, мениң Падишаһимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди;
26Алдиңда мунаҗатчилар, кәйниңдә чалғучилар маңди, Оттурисида дапчи қизлар бар еди:
27«Җамаәтләрдә Худа Рәбгә тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар, — И Исраил булақлиридин чиққанлар!» — дейишти.
28У йәрдә уларниң башламчиси болған кичик Бинямин қәбилиси маңиду; Йәһуда әмирлири, зор бир топ адәмләр, Зәбулунниң әмирлири, Нафталиниң әмирлириму бар.
29Сениң Худайиң күчүңни буйруп бекиткән; Өзүң биз үчүн қилғиниңни мустәһкәмлигәйсән, и Худа!
30Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханаң вәҗидин, Падишаһлар Саңа атап һәдийәләрни елип келиду;
31Аһ, һелиқи қомушлуқтики йиртқуч җаниварни, Күчлүкләрниң топини, Таипиләрдики топақларниму әйиплигәйсән; Андин уларниң һәр бири күмүч тәңгиләрни әкилип Саңа тиз пүкүшиду; Урушхумар хәлиқләрни тирипирән қиливәткәйсән!
32Мөтивәр әлчиләр Мисирдин келиду, Ефиопийә болса Худаға қарап қоллирини тездин көтириду.
33И йәр йүзидики әл-жутлар, Худани нахша билән мәдһийиләңлар; Рәбни мәдһийиләп күйләрни ейтиңлар! (Селаһ)
34Асманларниң үстигә, Қедимдин бар болған асманларниң үстигә Мингүчи тоғрилиқ күй ейтиңлар! Мана, У авазини аңлитиду, Униң авази күчлүктур!
35Худани күчлүк дәп билип җакалаңлар, Униң һәйвиси Исраил үстидә, Униң күчи булутларда туриду;
36И Худа, муқәддәс җайлириңдин сүрлүк көрүнисән! Исраилниң бирдин-бир Тәңриси! Хәлиққә күч-қудрәт бәргүчи болса, Удур! Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!