Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 126

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1«Жуқириға чиқиш нахшиси»; Сулайман язған күй: — Пәрвәрдигар Өзи өй салмиса, Салғучилар бекардин-бекар униңға әҗир сиңдүриду; Пәрвәрдигар шәһәрни сақлимиса, Күзәтчиләр бекардин-бекар ойғақ туриду.
2Силәрниң сәһәрдә орнуңлардин қопушуңлар, Кәч болғанда йетишиңлар, Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур; Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду.
3Мана, балилар Пәрвәрдигардин болған мирастур, Балиятқуниң мевиси Униң мукапатидур;
4Яшлиқта тапқан балилар, Батурниң қолидики оқлардәк болиду.
5Оқдени мушулар билән толған адәм бәхитликтур; Шәһәр дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида, Улар йәргә қарап қалмайду.