1Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә язған күй: — И Пәрвәрдигар, мени қиставатқанлар нәқәдәр көпийип кәткән, Мән билән қаршилишиватқанлар немидегән көп!
3Нурғунлар мән тоғрилиқ: — «Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» дейишиватиду. Селаһ!
4Бирақ Сән, и Пәрвәрдигар, әтрапимдики қалқандурсән; Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән!
5Авазим билән мән Пәрвәрдигарға нида қилимән, У муқәддәс теғидин иҗабәт бериду. Селаһ.
6Мән болсам яттим, ухлидим; Ойғандим, чүнки Пәрвәрдигар маңа яр-йөләк болиду.
7Мени қоршап сәп түзгән түмәнлигән адәмләр болсиму, Мән улардин қорқмаймән!
8И Пәрвәрдигар, орнуңдин тур! Мени қутқуз, и Худайим! Мениң барлиқ дүшмәнлиримниң тәстикигә салғайсән; Рәзилләрниң чишлирини чеқивәткәйсән!
9Ниҗатлиқ болса Пәрвәрдигардиндур; Бәрикитиң Өз хәлқиңдә болсун! Селаһ!