Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 110

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, Һәм җамаәттә туруп, Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән.
2Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур; Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә.
3Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур, Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
4У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду; Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур.
5У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду; Өз әһдисини һемишә яд етиду.
6У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип, Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди.
7Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур; Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур.
8Булар әбәдил-әбәтгичә инавәтликтур; Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур.
9У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти; Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти; Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами.
10Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур; Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур; Униң мәдһийиси мәңгү туриду.