1Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, Униң намини чақирип илтиҗа қилиңлар, Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!
2Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар; Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
3Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
4Пәрвәрдигарни һәмдә Униң күчини издәңлар, Дидар-һозурини тохтимай издәңлар.
5Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт-аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
6И Униң қули Ибраһим нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
7У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
8Өзи түзгән әһдисини әбәдий ядида тутиду — — Бу Униң миң әвлатқичә вәдишләшкән сөзидур, —
9Йәни Ибраһим билән түзгән әһдиси, Исһаққа ичкән қәсимидур.
10У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
11«Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән», — деди,
12— Гәрчә шу чағда уларниң сани аз, Етиварға елинмиған, шу йәрдики мусапирлар болсиму.
13Улар у жуттин бу жутқа, Бу әлдин у қәбилигә кезип жүрди;
14У һеч кимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаһларғиму тәнбиһ берип: —
15Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма! — деди.
16У әшу жутқа ачарчилиқни буйруди, Тирәк болған аш-нанни қурутувәтти.
17У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди, Йүсүп қул қилип сетилған еди.
18Униң путлири зәнҗирдә ағриди, Униң җени төмүргә кирип қисилди;
19Шундақла та өзигә ейтилған вәһий әмәлгә ашурулғичә, Пәрвәрдигарниң сөз-калами уни синап тавлиди;
20Пирәвн адәмлирини әвәтип уни бошатқузди, Қовмларниң һөкүмдари уни һөрлүккә чиқарди.
21Уни өз ордисиға ғоҗидар қилип қойди, Пүтүн мал-мүлкигә башлиқ қилип тайинлап,
22Өз вәзирлирини униң ихтиярида болуп тәрбийилинишкә, Ақсақаллириға даналиқ үгитишкә тапшурди.
23Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди.
24Пәрвәрдигар Өз хәлқини көп нәсиллик қилип, Әзгүчилиридин күчлүк қилди.
25У Мисирлиқларниң қәлбидә Өз хәлқигә нәпрәт һасил қилди, Уларни Өз қуллириға һейлә-микирлик болушқа майил қилди.
26У Өз қули болған Мусани, Өзиниң таллиғини Һарунни йоллиди.
27Улар Мисирда илаһий аламәтләрни аян қилип, Һам зиминида униң мөҗизилирини орнатти.
28Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, Зиминни зулмәткә қаплитивәтти; Мисирлиқлар Униң әмригә қарши турған әмәсму?
29У уларниң сулирини қанға айландурди, Белиқлирини қурутивәтти.
30Уларниң йәрлирини миж-миж пақилар басти, Шаһ-әмирлириниң һуҗрилириғиму улар толуп кәтти.
31У бир сөз биләнла, ғуж-ғуж чивинлар бесип кәлди; Һәммә булуң-пучқақларда ғиң-ғиң учар чүмүлиләр.
32У ямғурниң орниға мөлдүр яғдуруп, Бу зиминға ялқунлуқ от чүшүрди.
33У үзүм таллирини, әнҗур дәрәқлирини урди, Зиминдики дәрәқләрни сундурувәтти.
34У бир сөз қилиши биләнла, чекәткиләр кәлди, Сансиз жутқур һашарәтләр мижилдап,
35Зиминида бар болған гияларни жутувәтти, Етизларниң барлиқ һосуллирини йәп түгәтти.
36Ахирда зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, Уларниң ғурури болған биринчи оғул балилирини қиривәтти.
37Өз хәлқини болса, алтун-күмүчләрни көтәргүзүп чиқарди, Қәбилилиридә бирисиму жиқилип чүшүп қалғини йоқ.
38Уларниң чиққиниға Мисир хошал болди, Чүнки уларниң вәһимиси Мисирлиқларға чүшти.
39У уларға булутни сайивән болушқа, Отни түндә нур болушқа бәрди.
40Улар сориди, У бөдиниләрни чиқарди, Уларни самавий нан билән қандурди.
41У ташни ярди, сулар булдуқлап чиқти; Қақаслиқта дәриядәк ақти.
42Чүнки У бәргән муқәддәс сөзини, Өз қули Ибраһимни әстә тутти.
43У хәлқини шат-хурамлиқ билән, Өз таллиғинини шатиянә тәнтәниләр билән азадлиққа чиқарди.
44У уларға әлләрниң зиминлирини берип, Уларни хәлиқләрниң әҗир-меһнәтлиригә муйәссәр қилди,
45Бу, уларниң Униң бәлгүлимилирини тутуп, Қанунлириға итаәт қилиши үчүн еди! Һәмдусана!