Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 54

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»: — И Худа, дуайимни аңлиғайсән; Тилигимдин өзүңни қачурмиғайсән,
3Маңа қулақ селип, җавап бәргәйсән; Мән дад-пәряд ичидә кезип, Аһ-зар чекип жүримән;
4Сәвәви дүшмәнниң тәһдитлири, рәзилләрниң зулумлири; Улар бешимға аваричиликләрни төкиду; Улар ғәзәплинип маңа адавәт сақлайду.
5Ичимдә жүригим толғинип кәтти; Өлүм вәһшәтлири вуҗудумни қаплиди.
6Қорқунуч вә титрәк бешимға чүшти, Дәһшәт мени чөмкүвалди.
7Мән: — «Кәптәрдәк қанитим болсичу кашки, Учуп берип арамгаһ тапар едим» — дедим.
8— «Жирақ җайларға қечип, Чөл-баяванларда маканлишар едим; Селаһ.
9Боран-чапқунлардин, Қара қуюндин қечип, панаһгаһға алдирар едим!».
10Уларни жутувәткәйсән, и Рәб; Тиллирини бөлүвәткәйсән; Чүнки шәһәр ичидә зораванлиқ һәм җедәлхорлуқни көрдүм.
11Улар кечә-күндүз сепилләр үстидә ғадийип жүрмәктә; Шәһәр ичини қабаһәт вә шумлуқ қаплиди.
12Һарам арзу-һәвәсләр униң ичидә туриду, Сахтилиқ вә һейлә-микирлик, кочилардин кәтмәйду.
13Әгәр дүшмән мени мәсқирә қилған болса, униңға сәвир қилаттим; Бирақ мени кәмситип, өзини махтиған адәм маңа өчмәнләрдин әмәс еди; Әгәр шундақ болған болса, униңдин өзүмни қачураттим;
14Лекин буни қилған сән екәнлигиңни — Мениң бурадирим, сирдишим, әзиз достум болуп чиқишиңни ойлимаптимән!
15Халайиққа қетилип, Худаниң өйигә иккимиз биллә маңған едуқ, Өз ара шерин параңларда болған едуқ;
16Мошундақ сатқунларни өлүм туюқсиз чөчитивәтсун! Улар тәһтисараға тирик чүшкәй! Чүнки уларниң маканлирида, уларниң арисида рәзиллик турмақта.
17Лекин мән болсам, Худаға нида қилимән; Пәрвәрдигар мени қутқузиду.
18Әтигини, ахшими вә чүштә, Дәрдимни төкүп пәряд көтиримән; У җәзмән садайимға қулақ салиду.
19У маңа қарши қилинған җәңдин мени аман қилиду; Гәрчә көп адәмләр мени қоршавға алған болсиму.

20Тәңри — әзәлдин тәхттә олтирип кәлгүчи! У наләмни аңлап уларни бир тәрәп қилиду; (Селаһ) Чүнки уларда һеч өзгиришләр болмиди; Улар Худадин һеч қорқмайду.
21Һелиқи бурадирим өзи билән дост болғанларға мушт көтәрди; Өз әһдисини бузуп ташлиди.
22Ағзи сериқ майдинму юмшақ, Бирақ көңли җәңдур униң; Униң сөзлири яғдинму силиқ, Әмәлийәттә суғуруп алған қиличлардур.
23Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой, У сени йөләйду; У һәққанийларни һәргиз тәврәтмәйду.
24Бирақ, сән Худа әшу рәзилләрни һалакәт һаңиға чүшүрисән; Қанхорлар вә һейлигәрләр өмриниң йериминиму көрмәйду; Бирақ мән болсам, саңа тайинимән.