Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрсәндлири, Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!  
2Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр; Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар!
3Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстидә һөкүм сүриду; Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду; Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстидә һөкүм сүриду.
4Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур; Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур;
5Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуриветиду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуриветиду.
6У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду; Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду.
7Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду;
8Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
9Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду, Орманлиқларни ялаңачлайду; Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду.
10Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падишаһ болуп һөкүм сүрүп олтириду.
11Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду; Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.