1Давут язған күй: — (Әслимә үчүн) И Пәрвәрдигар, ғәзивиңдә тәнбиһ бәрмигәйсән, Қәһриңдә мени җазалимиғайсән!
3Чүнки оқлириң мени зәхимләндүрүп санҗиди, Қолуң үстүмдин қаттиқ басти.
4Қаттиқ ғәзивиң түпәйлидин әтлиримдә һеч сақлиқ йоқ, Гунайим түпәйлидин устиханлиримда арам йоқтур.
5Чүнки гуналирим боюмдин ташти; Улар көтирәлмигүсиз еғир жүктәк мени бесивалди.
6Ахмақлиғимдин җараһәтлирим сесип, шәлвәрәп кәтти.
7Азаптин бәллирим толиму пүкүлүп кәтти, Күн бойи ғәмгә петип жүримән!
8Чатирақлирим отқа толди, Әтлиримниң сақ йери йоқтур.
9Мән толиму һалсирап, езилип кәттим; Қәлбимдики азап-қайғу түпәйлидин һөкирәймән.
10Рәб, барлиқ арзуюм көз алдиңдидур; Уһ тартишлирим Сәндин йошурун әмәс;
11Жүригим җиғилдап, һалимдин кәттим; Көзлиримниң нури өчти.
12Яр-бурадәрлиримму мени урған ваба түпәйлидин, өзлирини мәндин тартти; Йеқинлиримму мәндин жирақ қачти.
13Җенимни алмақчи болғанлар қапқан қуриду; Маңа зиянни қәстлигәнләр зәһирини чачмақта; Улар күн бойи һейлә-микирләрни ойлимақта.
14Лекин мән гас адәмдәк аңлимаймән, Гача адәмдәк ағзимни ачмаймән;
15Бәрһәқ, мән аңлиялмайдиған гаслардәк болуп қалдим; Ағзимда қилидиған рәддийә-тәнбиһ йоқ.
16Чүнки үмүтүмни Сән Пәрвәрдигарға бағлидим; Рәб Худайим, Сән илтиҗайимға иҗабәт қилисән.
17Чүнки мән: — «Улар мениң үстүмгә чиқип махтанмиғай; Болмиса, путлирим тейилип кәткәндә, улар шатлиниду» — дедим мән.
18Чүнки мән дәлдәңшип, түгишәй дәп қалдим, Азавим көз алдимдин кәтмәйду.
19Чүнки мән өз яманлиғимни иқрар қилимән; Гунайим үстидә қайғуримән.
20Лекин дүшмәнлирим җушқун һәм күчлүктур; Қара чаплап, маңа нәпрәтләнгәнләрниң сани нурғундур.
21Вапаға җапа қилидиғанлар болса, мән билән қаршилишиду; Чүнки мән яхшилиқни көзләп, интилимән.
22И Пәрвәрдигар, мәндин ваз кәчмигәйсән! И Худайим, мәндин жирақлашмиғайсән!
23И Рәб, мениң ниҗатлиғим, Маңа чапсан ярдәм қилғайсән!