1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Улуқдур Пәрвәрдигар, Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда, У зор мәдһийәләргә лайиқтур!
3Егизлигидин көркәм, Зион теғи, Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур; Шималий тәрәплири гөзәлдур, Бүйүк падишаһниң шәһиридур!
4Худа қорғанлирида туриду, Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
5Мана, падишаһлар жиғилди, Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
6Шәһәрни көрүпла улар алақзадә болди; Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
7У йәрдә уларни титрәк басти, Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
8Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.
9Қулиқимиз аңлиғанни, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә, Худайимизниң шәһиридә, Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ; Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду. Селаһ.
10Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа, Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ.
11Намиңға лайиқтур, Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа; Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған.
12Сениң адил һөкүмлириңдин, Зион теғи шатланғай! Йәһуда қизлири хошал болғай!
13Зион теғини айлинип меңип, Әтрапида сәйли қилиңлар; Униң мунарлирини санап беқиңлар;
14Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн, Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар, Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар.
15Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур; У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!