Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигарни башпанаһим қилдим; Әнди силәр қандақму маңа: «Қуштәк өз теғиңға учуп қач!
2Чүнки мана, рәзилләр каманни тартип, Қараңғулуқтин көңли дурусларға қаритип атмақчи болуп, Улар оқни киричқа селип қойди;
3«Һуллар һалак қилинса, Әнди һәққанийлар немиму қилар?»» — дәватисиләр?
4Пәрвәрдигар Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур, Пәрвәрдигарниң тәхти асманлардидур; У нәзәр салиду, Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду.
5Пәрвәрдигар һәққаний адәмни синайду; Рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға у ич-ичидин нәпрәтлиниду.
6У рәзилләргә қапқанлар, от вә гуңгутни яғдуриду; Пижғирим қизиқ шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду.
7Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийдур; Һәққанийлиқ Униң амриғидур; Көңли дуруслар Униң дидарини көриду.