1Пәрвәрдигарни махтаңлар, и Йерусалим; Худайиңни мәдһийилә, и Зион.
2Чүнки У дәрвазилириңниң тақақлирини мәһкәм қилиду; Сениңдә туруватқан пәрсәндлириңгә бәхит-бәрикәт бәрди.
3У чәт-чегаралириңда арам-течлиқ жүргүзиду, Сени буғдайниң есили билән қанаәтләндүриду.
4У Өз әмир-бешарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду; Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду.
5У ақ қарни жуңдәк бериду, Қиравни күлләрдәк тарқитиду.
6Униң музини нан угақлиридәк қилип парчиливетиду; Униң соғуғи алдида ким туралисун?
7У сөзини әвәтип, уларни еритиду; Униң шамилини чиқирип, суларни аққузиду.
8У Өз сөз-каламини Яқупқа, Бәлгүлимилирини һәм һөкүмлирини Исраилға аян қилиду;
9У башқа һеч бир әлгә мундақ муамилә қилмиғандур; Униң һөкүмлирини болса, улар билип баққан әмәс. Һәмдусана!