Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 77

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Асаф язған «Масқил»: — И Мениң хәлқим, тәлимимни аңлаңлар, Ағзимдики сөзләргә қулақ селиңлар.
2Мән ағзимни бир тәмсил билән ачимән, Қедимки тепишмақларни елан қилимән.  
3Биз буларни аңлиған, билгән, Ата-бовилиримиз уларни бизгә ейтип бәргән.
4Биз буларни уларниң әвлатлиридин йошурмаймиз, Келидиған дәвиргә Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини, Униң күч-қудритини, Униң қилған карамәт ишлирини баян қилимиз.
5Чүнки У Яқупта бир агаһ-гувани бекиткән, Исраилда бир қанунни орнатқан; У ата-бовилиримизға буларни өз пәрсәндлиригә үгитишни буйруған;
6Шундақ қилип келәр дәвир, Йәни туғулидиған балиларму буларни билсун, Уларму орнидин туруп өз балилириға буларни үгәтсун;
7Пәрсәндлири үмүтини Худаға бағлисун, Тәңриниң қилғанлирини унтумисун, Бәлки Униң әмирлиригә кирсун;
8Улар ата-бовилириға охшимисун дәп, Йәни җаһил һәм асий бир дәвир, Өз қәлбини дурус қилмиған, Роһи Тәңригә вапалиқта турмиған бир дәвиргә охшимисун дәп, У шундақ буйруғандур.
9Мана Әфраимниң әвлатлири, Қуралланған оқячилар болсиму, Җәң күнидә сәптин янди.
10Улар Худаниң әһдисини тутмиди, Бәлки Униң Тәврат-қанунида меңишни рәт қилди.
11Улар Униң қилғанлирини, Өзлиригә көрсәткән карамәтлирини унтуди.
12У Мисирниң зиминида, Зоанниң даласида, Уларниң ата-бовилириниң көз алдида мөҗизиләрни көрсәткән еди;
13У деңизни бөлүветип, Уларни оттурисидин өткүзгән; Суларни дога-дога қилип тиклиди.
14У күндүздә булут билән, Кечидә от нури билән уларни йетәклиди.
15Чөл-баяванда ташларни йеривәтти, Чоңқур сурлардин урғуп чиққандәк ичимликни мол қилди;
16У хада таштин өстәң-еқинларни һасил қилди, Суни дәриялардәк аққузди.
17Бирақ улар йәнә Униң алдида гуна қиливәрди, Чөлдә Һәммидин Алий Болғучиға асийлиқ қилди.
18Улар көңлидә Тәңрини синиди, Нәпсини қандурушқа йемәкликни тәләп қилди.

19Улар Худани һақарәтләп: — «Тәңри чөл-дәшттә дәстихан салаламду?
20Мана У қорам ташни урувиди, Сулар урғуп, Еқинлар булақтәк тешип чиқти; Әнди У бизгә нанму берәләмду? Өз хәлқини гөш билән тәминлийәләмду?» — дейишти.  
21Шуниң билән Пәрвәрдигар аңлап, ғәзәпләнди; Яқупқа от туташти, Исраилға аччиғи көтирилди;
22Чүнки улар Худаға ишәнмиди, Униң ниҗатлиғиға улар таянмиди,
23У әрштин булутларни буйруп, Асман дәрвазилирини ачқан еди;
24У улар үстигә «манна»ни яғдуруп, Уларға әрштики ашлиқни бәргән еди;  
25Шуниң билән инсанлар күч егилириниң ненини йегән еди; У уларға қанғичә озуқни әвәткән еди.   
26Әнди У асманда шәриқ шамили чиқирип, Күчи билән җәнуп шамилиниму елип кәлди;
27У гөшни чаң-тозандәк улар үстигә чүшүрди, Деңизлар саһилидики қумлардәк учар-қанатларни яғдурди.
28У буларни уларниң баргаһиниң оттурисиға, Чедирлириниң әтрапиға чүшүрди.
29Улар болушичә йәп тоюшти, Чүнки уларниң нәпси тартқинини Худа уларға кәлтүргән еди.
30Лекин улар нәпси тартқинидин техи зерикмәйла, Гөшни еғизлирида техи чайнаватқинидила,
31Худаниң ғәзиви уларға қарита қозғалди; У улардин әң қамәтликлирини қиривәтти, Исраилниң сәрхил яшлирини йәргә урувәтти.
32Мана, шундақ болсиму, Улар йәнила давамлиқ гуна қиливәрди, Униң мөҗизилиригә техичила ишәнмиди;
33Шуңа У уларниң күнлирини беһудиликтә, Жиллирини дәккә-дүккилик ичидә түгәткүзди.
34У уларни өлтүргили турғанда, Андин улар Уни издиди; Улар йолидин йенип, интилип Тәңрини издиди;
35Улар Худаниң уларниң уюлтеши екәнлигини, Һәммидин Алий Болғучи Тәңриниң уларниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси екәнлигини есигә кәлтүрди.
36Бирақ улар ағзи билән Униңға хушамәт қилди, Тили билән Униңға ялған сөз қилди;

37Чүнки уларниң көңли Униңға садиқ болмиди, Улар Униң әһдисини чиң тутмиди.
38Бирақ У йәнила рәһимдил еди; Қәбиһлигини кәчүрүп, уларни йоқатмиди; У қайта-қайта Өз ғәзивидин янди, У қәһрини қозғиғини билән һәммини төкмиди.
39У уларниң пәқәт әт егилири, Кәтсә қайтип кәлмәс бир нәпәс екәнлигини яд әтти.
40Улар чөл-дәшттә шунчә көп қетим Униң аччиғини кәлтүрди. Шунчә көп қетим баяванда көңлигә азар бәрди!
41Бәрһәқ, улар қайтидин йолдин чәтнәп Тәңрини синиди, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң жүригини зедә қилди.
42Улар Униң қолини әслимиди; Уларни зомигәрниң чаңгилидин һөрлүккә қутқузған күнини, Қандақ қилип Мисирда карамәтләрни яритип, Зоан даласида мөҗизиләрни көрсәткинини есидин чиқарди.
44У Мисирлиқларниң дәриялирини, еқинлирини қанға айландуруп, Уларни ичәлмәс қилип қойди;
45Уларниң арисиға нәштәрлик чивинларни топ-топи билән әвәтти, Һалак қилар пақиларни маңдурди;
46Уларниң зираәтлирини кепинәк қурутлириға тутуп берип, Мәһсулатлирини чекәткиләргә бәрди;
47Үзүм таллирини мөлдүр билән урдуруп, Әнҗирлирини қирав билән үшшүтивәтти.
48У калилирини мөлдүргә соқтуруп, Маллирини чақмақ отлирида көйдүривәтти.
49У уларға ғәзивиниң дәһшәтлигини — Қәһрини, аччиғини һәм еғир күлпәтләрни, Балаю-апәт елип келидиған бир түркүм пәриштиләрниму чүшүрди.
50У Өз ғәзиви үчүн бир йолни түзләп қойди; Уларниң җенини өлүмдин айимай, Бәлки һаятини вабаға тапшурди;
51У Мисирда барлиқ тунҗа туғулған балиларни, Һамниң чедирлирида уларниң ғурури болған тунҗа оғул балилирини қиривәтти.
52У падичидәк Өз хәлқини Мисирдин сәпәргә атландуруп, Чөл-баявандин уларни қой падисидәк башлап маңди;
53Уларни аман-есән йетәклигәчкә, Улар қорқунучтин халий болуп маңди; Дүшмәнлирини болса, деңиз жутуп кәтти.
54У уларни Өз муқәддәс зимининиң чегарасиға, Оң қоли егиливалған бу тағлиққа елип кәлди.
55У әлләрни уларниң алдидин қоғливетип, Зимин үстигә тана тартқузуп өлчәп, уларға тәқсим қилди; Исраил қәбилилирини уларниң чедирлириға олтирақлаштурди.

56Бирақ улар Худани, Һәммидин Алий Болғучини синап аччиқландурди, Униң тапшурған гува-агаһлирини тутмиди;
57Бәлки ата-бовлиридәк йолдин тейип асийлиқ қилди, Хаин оқядәк қейип кәтти.
58Улар егизликтә қурған ибадәтгаһлар билән Униң ғәзивини қозғиди, Ойма бутлири билән Униң жүригини өртиди.
59Худа уларни аңлап ғәзәпләнди, Исраилдин интайин йиргәнди.
60У Шилоһдики маканини, Йәни У инсан арисида турған чедирни ташлап кәтти,
61Өзиниң қудрәт бәлгүсини булап кетишкә, Шан-шәривини ишғалийәтчиләрниң қолиға бәрди;   
62Өз хәлқини қиличқа тапшурди, Өзиниң мираси болғанлардин интайин ғәзәпләнди.
63От уларниң жигитлирини ялмиди, Қизлири той нахшилирида махталмайтти.
64Уларниң каһинлири қилич астида жиқилди, Лекин тул хотунлири һаза тутмиди.  
65Андин Рәб бириси уйқидин ойғандәк ойғанди, Шараптин җасарәтләнгән палвандәк товлиди.
66У рәқиплирини уруп чекиндүрүп, Уларни түгимәс рәсваға қалдурди.   
67Йүсүпниң чедирини шаллап, рәт қилди; Әфраим қәбилисини таллимиди;
68Бәлки Йәһуда қәбилисини, Яхши көргән Зион теғини таллиди.
69Шу йәрдә муқәддәс җайини тағ чоққилиридәк, Йәр-зиминни әбәдий орнатқандәк мәзмут бена қилди;
70У Өз қули Давутни таллап, Уни қой қотанлиридин чақиривалди;
71Қозилирини емитидиған сағлиқларни әгишип беқиштин айрип, Уни Өз хәлқи Яқупни, мираси болған Исраилни беқишқа чиқарди.
72Давут уларни қәлбидики дуруслуғи билән бақти, Қолиниң әпчиллиги билән уларни йетәклиди.