1«Жуқириға чиқиш нахшиси» Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән; Мениң ярдимим қәйәрдин келур?
2Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур; Асман-зиминни Яратқучидиндур.
3У путуңни һеч тейилдурмайду; Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду!
4Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду!
5Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур; Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур.
6Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду;
7Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду; У җениңни сақлайду;
8Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни, Буниңдин кейин әбәдил-әбәтгичә сақлайду.