1Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Йәр-зимин хуш болсун, Көплигән араллар шатлансун!
2Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур, Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур;
3Униң алдида от ялқуни жүриду, Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду;
4Униң чақмақлири җаһанни йорутти, Йәр буни көрүп титрәп кәтти;
5Пәрвәрдигарниң алдида, Пүткүл зиминниң егисиниң алдида, Тағлар момдәк ерип кетиду.
6Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду, Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду.
7Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду. Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар!
8Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар, Зион аңлап шатланди, Йәһуда қизлири хуш болди.
9Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән; Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән!
10Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар! У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду, Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду.
11Һәққанийлар үчүн нур, Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур;
12Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!