1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»: Кейик ериқлардики суға тәшна болғандәк, Җеним саңа тәшнадур, и Худа.
3Мениң җеним Худаға, һаят Тәңригә интизардур; Аһ, мән қачанму Худаниң һозурида көрүнүшкә мүйәссәр болимән?
4Мениң кечә-күндүз йегиним көз яшлирим болуп кәлгән; Хәқләр күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» дәп сорайду.
5Өткән күнләрни әсләп, Җенимниң дәрдлирини төкүватимән (Мән көпчилик билән кетиветип, Худаниң өйигә тәнтәнә қилип меңип, Хошаллиқта Һәмдусана оқуп, нахша ейтип, Һейтни тәбриклигән топ-топ қошундәк, җамаәт билән биллә бараттим!).
6— И җеним, Сән тенимдә немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң? Худаға үмүт бағла; Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқтин, Мән Уни йәнила улуқлаймән, — Мениң Худайимни!
7Җеним ичимдә мәйүслинип кәтти; Шуңа мән Сени сеғинимән; Һәтта мусапирлиқта Иордан дәрияси бойидики вадиларда, Һәрмон тағлирида, Мизар теғидиму Сени сеғинимән.
8Сениң шарқиратмилириңниң авазлириға, Чоңқур һаң билән чоңқур һаң маслишип һөкиримәктә. Сениң һәммә долқунлириң һәм қайнам-ташқинлириң мени ғәриқ қилди.
9Күндүзи Пәрвәрдигар өзгәрмәс муһәббитини маңа буйруйду, Кечилири Униң нахшиси, Вә һәм һаятим болған Тәңригә қилған дуа маңа һәмраһ болиду.
10Мән Қорам Тешим болған Худаға: — «Мени немишкә унтуп қалдиң? Мән немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап, Һемишә азап чекип жүрүватимән?» — дәймән.
11Сүйәклиримни әзгәндәк рәқиплирим мени мәсқирә қилип әйипләйду; Улар күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» — дәп соримақта.
12И җеним, тенимдә немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң? Худаға үмүт бағла; Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән! У мениң Худайимдур!