Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 55

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Хилвәттики дуб дәрәқлиридики пахтәк» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күй (Филистийләр Гат шәһиридә уни әсиргә алғанда йезилған): — И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки инсанларниң нәпси йоғинап мени қоғлимақта; Күн бойи улар мән билән җәң қилип мени басмақта;
3Мени көзлигән рәқиплиримниң нәпси йоғинап күн бойи мени қоғлимақта; Маңа һәйвә қилип җәң қилғучилар интайин көптур!
4Мән қорққан күнүмдә, Мән Саңа тайинимән.
5Мән сөз-каламини улуқ дәп мәдһийәләйдиған Худаға, Худағила тайинимән; Мән қорқмаймән; Наһайити бир әт егиси мени немә қилалисун?
6Улар күн бойи сөзлиримни бурмилайду, Уларниң барлиқ ойи маңа зиянкәшлик қилиштур;
7Улар топ болуп адәмни қәстилишип, йошуруниду; Пейимгә чүшүп, җенимни елишни күтиду.
8Гуна билән гунани йепип қачса боламду? Ғәзивиң билән әлләрни йәргә урғайсән, и Худа!
9Мениң сәрсанлиқлиримни өзүң санап кәлгән; Көздин аққан яшлиримни тулумуңға топлап сақлиғайсән; Булар дәптириңдә пүтүклүк әмәсму?
10Шуниң билән мән Саңа нида қилған күндә, Дүшмәнлирим чекиниду; Мән шуни билдимки — Худа мән тәрәптидур!
11Худани — Униң сөз-каламини улуқлаймән! Пәрвәрдигарни — Униң сөз-каламини улуқлаймән!
12Худанила таянчим қилдим — Мән қорқмаймән, наһайити шу бир инсан мени немә қилалисун?
13Саңа қилған вәдилиримгә вапа қилимән, и Худа; Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән.
14Чүнки Сән җенимни өлүмдин қутулдурғансән; Сән путлиримни путлишиштин сақлимамсән? Шуниң билән мән Худаниң һозурида, тирикләр туридиған йоруқлуқта маңимән.