Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 61

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду; Мениң ниҗатлиғим униңдиндур.
3Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән унчилик тәвринип кәтмәймән.
4Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр?
5Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; Ялғанчилиқлардин хурсән улар; Ағзида бәхит тилигини билән, Улар ичидә ләнәт оқуйду. Селаһ.
6И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур.
7Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән тәвринип кәтмәймән.
8Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур; Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур.
9И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар! Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар; Худа бизниң панаһгаһимиздур! Селаһ.
10Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ, Есилзадиләрму бир алдам сөз халас; Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ, Бир тиниқтинму йениктур.
11Зомигәрликкә таянмаңлар; Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар, Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар;
12Худа бир қетим ейтқанки, Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: — «Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур».
13Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур; Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән.