Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 136

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ; Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ;
2Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ.
3Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди; Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: — «Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти.
4Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
5Әй Йерусалим, мән сени унтусам, Оң қолум маһаритини унтусун!
6Сени әслимисәм, — Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм — Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
7И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән; Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар, Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти.
8И булиниш алдида турған Бабил қизи, Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур!
9Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!