Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 75

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Йәһудада Худа тонулғандур; Униң нами Исраилда улуқдур.
3Униң панаһий җайи Салемда, Зион теғида Униң макани бар.
4У йәрдә У отлуқ оқларни, Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди. Селаһ.
5Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән!
6Батурлар буланди; Улар узун уйқиға кәтти; Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди.
7Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси, Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди.
8Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур; Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун?
9Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн, Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда, Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң; Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди. Селаһ.
11Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду.
12Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар; Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун;
13У әмирләрниңму роһини сундуриду; У йәр йүзидики падишаһларға дәһшәтликтур.