Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 148

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Һәмдусана! Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар; Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар;
2Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири; Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!
3Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай, Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;
4Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири, Асмандин жуқури җайлашқан сулар!
5Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур;
6У уларни әбәдил-әбәтгичә турғузди; Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған.
7Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
8От, мөлдүз, қар, туман, Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
9Тағлар һәм барлиқ дөңләр, Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
10Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
11Җаһан падишаһлири вә барлиқ қовмлар, Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
12Һәм жигитләр һәм қизлар, Бовайлар вә яшлар, —
13Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.
14Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини, Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән; Улар Исраил балилири, Өзигә йеқин бир хәлиқтур! Һәмдусана!