1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип, Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.
3Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип, Барлиқ гуналирини япқан едиң. Селаһ.
4Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип, Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.
5Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!
6Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән? Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?
7Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн, Бизни қайтидин йеңилимамсән?
8Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!
9Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай; Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду; Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун!
10Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн, Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;
11Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;
12Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта, Һәққанийәт әршләрдин қарайду.
13Пәрвәрдигар бәрикәт бериду, Зиминимиз һосулини бериду;
14Һәққанийәт Униң алдида маңиду, Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!