Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 144

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мәдһийә: Давут язған күй: — |א| Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и падишаһ; Намиңға әбәдил-әбәтгичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән.
2|ב| Һәркүни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән, Намиңға әбәдил-әбәтгичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән!
3|ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас;
4|ד| Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду; Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду;
5|ה| Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини, Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән;
6|ו|: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду; Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән!
7|ז| Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду, Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду.
8|ח| Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур; Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур;
9|ט| Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур; Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур;
10|י| Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар, Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду.
11|כ| Улар падишаһлиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду, Күч-қудритиңни сөзләйду;
12|ל| Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң, Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду.
13|מ| Сениң падишаһлиғиң әбәдий падишаһлиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур.
14|ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду.
15|ע| Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду; Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән;
16|פ| Қолуңни ечишиң биләнла, Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән.
17|צ| Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур, Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур.
18|ק| Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур, Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур;

19|ר| У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду; Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду.
20|ש| Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду; Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду.
21|ת| Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду; Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!