1Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар, Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири!
2Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар, Худайимизниң һойлилирида турғанлар!
3Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң намиға күй ейтиңлар; Чүнки мушундақ қилиш шериндур;
4Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа, Исраилни Өз мираси болушқа талливалди.
5Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур; Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур.
6Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса, У асманларда, Зиминда, Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур.
7У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду; Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.
8У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди, Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди.
9У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир; Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти.
10У улуқ әлләрни урувәтти, Қудрәтлик падишаһларни өлтүрүвәтти;
11Аморийларниң падишаһи Сиһонни, Башанниң падишаһи Огни, Қанаандики барлиқ падишаһлиқларни урувәтти.
12Уларниң зиминини мирас қилип, Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди.
13Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур.
14Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду; Өз қуллириға рәһим қилиду.
15Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур, Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас.
16Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду; Көзлири бар, бирақ көрмәйду;
17Қулақлири бар, бирақ аңлимайду, Ағзида һеч нәпәс йоқтур.
18Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду, Уларға таянғанларму шундақтур.
19Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
20Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун! Һәмдусана!