Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур

Зәбур 142

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән; Йелинишлиримға қулақ салғайсән; Һәқиқәт-садақитиңдә һәм һәққанийитиңдә маңа җавап бәргәйсән.
2Өз қулуңни сораққа тартишқа турмиғайсән; Чүнки нәзириңдә тирикләрниң һеч бири һәққаний испатланмайду.
3Чүнки дүшмән җенимға зиянкәшлик қилмақта, У һаятимни дәпсәндә қилди; Мени худди өлгили узун болғанлардәк, Қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилиду.
4Шуңа роһум ичимдә түгишәй дәп қалди; Ичимдә қәлбим сунди.
5Мән қедимки күнләрни әсләймән; Сениң барлиқ қилғанлириң үстидә сеғинип ойлинимән; Қоллириң ишлигәнлирини хиялимдин өткүзимән.
6Қоллиримни Саңа қарап созуп интилимән; Җеним чаңқиған зиминдәк Саңа тәшнадур. Селаһ.
7Маңа тездин җавап бәргәйсән, и Пәрвәрдигар; Роһум һалидин кетиду; Дидариңни мәндин йошурмиғайсән; Болмиса мән һаңға чүшидиғанлардәк болимән.
8Меһир-муһәббитиңни таң сәһәрдә аңлатқайсән; Чүнки таянғиним Сән; Меңишим керәк болған йолни маңа билдүргәйсән; Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
9Мени қутулдурғайсән, и Пәрвәрдигар, дүшмәнлиримдин; Башпанаһ издәп Сениң йениңға қачимән.
10Өз ирадәңгә әмәл қилишимқа мени үгәткәйсән; Чүнки Сән мениң Худайимдурсән; Сениң меһриван Роһуң мени түптүз зиминда йетәклигәй;
11Өз нам-шөһритиң үчүн мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар; Өз һәққанийитиңдә җенимни аваричиликтин азат қилғайсән.
12Һәм меһри-шәпқитиңдә дүшмәнлиримни үзүп ташливәткәйсән; Җенимни хар қилғанларниң һәммисини һалак қилғайсән; Чүнки мән Сениң қулуңдурмән.