1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «әслитиш үчүн» оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, мени қутқузушқа алдириғайсән! Пәрвәрдигар, тез келип маңа ярдәм қилғайсән!
3Мениң җенимни издәватқанлар йәргә қаритилип рәсва қилинсун; Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай.
4Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин кәйнигә янғай!
5Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай! Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Худа улуқлансун» дейишкәй.
6Бирақ мән езилгәнмән, һәм йоқсулмән; Йенимға тездин кәл, и Худа! Сән мениң ярдәмчим, мениң азат қилғучим; И Пәрвәрдигар, кечикмәй кәлгәйсән!