Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 13

Луқа 13:1-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шу чағда, бир нәччә адәм униңға валий Пилатусниң бир қисим Галилийәликләрниң қенини төкүп, уларниң қанлирини улар қиливатқан ибадәтханидики қурбанлиқниң қанлири билән арилаштурғанлиғини мәлум қилди.
2У уларға җавапән мундақ деди: — Уларниң бу азапларни тартқини үчүн бу Галилийәликләрни башқа Галилийәликләрдин гунайи еғир дәп қарамсиләр?
3Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
4Силоам мәһәллисидики мунар өрүлүп чүшүп, он сәккиз кишини бесип өлтүрүп қойған, силәр уларни Йерусалимда туруватқан башқлардин қәбиһ, дәп қарамсиләр?
5Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
6Андин у бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Мәлум бир кишиниң үзүмзарлиғида тикилгән бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У у дәрәқтин мевә издәп кәпту, лекин һеч мевә тапалмапту.
7У бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери бу әнҗир дәриғидин мевә издәп келиватимән, бирақ бир талму мевә тапалмидим. Уни кесивәт! У немә дәп йәрни бекардин-бекар егиләп туриду?» дәпту.
8Лекин бағвән: «Ғоҗайин, униңға йәнә бир жил тәгмигәйла. Бу вақит ичидә униң түвидики топиларни бошитип, оғутлап бақай.
9Әгәр келәр жили мевә бәрсә, яхши хоп! Бирақ бәрмисә, кесивәткәйла» дәпту бағвән.
10Бир шабат күни, у бир синагогта тәлим беривататти.
11Мана шу йәрдә он сәккиз жилдин бери зәипләштүргүчи бир җин тәрипидин тутулуп, дөмчийип өрә туралмайдиған бир аял бар еди.
12Әйса уни көргәндә, йениға чақирип: — Ханим, сән бу зәиплигиңдин азат болдуң! — деди.

Read Луқа 13Луқа 13
Compare Луқа 13:1-12Луқа 13:1-12