Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 122

Зәбур 122:1-4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1«Жуқириға чиқиш нахшиси» И әршләрдә Турғучисән, Саңа бешимни көтирип қараймән;  
2Мана, қуллириңниң көзи өз ғоҗайининиң қоллириға қандақ қариған болса, Дедәкләрниң көзи өз саһибәсиниң қоллириға қандақ қариған болса, Бизниң көзимиз Пәрвәрдигар Худайимизға шундақ қарайду. Та бизгә шәпқәт көрсәткичә қарайду.
3Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән; Чүнки биз йәткичә хорлуқ тартқанмиз.
4Җенимиз ғоҗамларниң мазақлирини, Һакавурларниң хорлуқлирини йәткичә тартқандур.

Read Зәбур 122Зәбур 122
Compare Зәбур 122:1-4Зәбур 122:1-4