1Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар! Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур.
2Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар; Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар.
3Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар; Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар.
4Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур; Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.
5У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур; Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур.
6Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған, Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур;
7У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду; У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду;
8Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун; Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;