7У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! Селаһ!
8И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!
9У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду.
10Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.
11Сән бизни торға чүшүрдуң; Белимизгә еғир жүкни жүклидиң.
12Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң.
13Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән;